түркийә җумһурийити 100 йашқа кирди, мубарәк болсун

мустапа камал ататүрк вә униң сәпдашлири 100 йил бурунқи бүгүнки күндә тәврәнмәс ирадә билән җумһурийәтни қуруп чиқти.

2056135
түркийә җумһурийити 100 йашқа кирди, мубарәк болсун

түркийә авази радийоси: түркийә җумһурийити 100 йил илгирики бүгүнки күндә, мустапа камал ататүрк вә униң сәпдашлири тәрипидин тәврәнмәс асас үстигә қурулди. җумһурийәт бинакарлири қәтий ишәнч билән йилтизи чоңқур түрк хәлқиниң маариптин сәнәткичә, илим-пәндин тәнтәрбийәгичә болған нурғун саһәдә әмәлгә ашурған вә кәлгүсидә әмәлгә ашурмақчи болғанлириниң йеңи бир әвлад варислирини бәрпа қилди. бу бир әвлад кишиләр бүгүнки дунйаниң ортақ қиммәт қаришиға төһпә қошуш арқилиқ универсал мәдәнийәттә излирини қалдурмақта. улар буниңдин кейинму из қалдурушни давамлаштуриду.

бу әсирдә өзини өзи қамдиған дөләт болуш сүпитидә, пән-техникадин мәдәнийәт вә сәнәткичә, маариптин санаәткичә болған саһәләрдә өз нишаниға йәткән түркийә җумһурийити, йеңи нишанларға қарап мәңгү илгириләйду.

түркийәниң йеңи әсири техиму күчлүк башлиниду, түрк хәлқи ишәнчлик қәдәмләр билән давамлиқ алға басиду, дөләтниң дунйадики тәврәнмәс орнини вә әһмийитини техиму рошәнләштүриду.

 түркийә җумһурийити хәлқара тинчлиқ, иттипақлиқ, тәрәққийат вә илгириләшкә қошқан зор төһпилири билән мәңгү йашайду.

100 йашқа киргәнликиңни қизғин тәбрикләймиз түркийә!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر