америка вә йавропадики нурғун универстетларда пәләстин намайишлири давамлашмақта

париж 1-пантеон сорбон универстети оқуғучилири исираилийәниң һуҗумиға учраватқан ғәззәдә «ирқий қирғинчилиқни тохтитиш» чақириқи астида кампусларда намайиш башлиди. коломбийә универстетидики намайишлар сақчиларниң бастурушиға учриди.

2134142
америка вә йавропадики нурғун универстетларда пәләстин намайишлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пайтәхти парижниң 13-райониға җайлашқан париж 1-пантеон сорбон универстетиниң оқуғучилири исираилийәниң ғәззә һуҗумлириға наразилиқ билдүрүш мәқситидә кампуста топланди.

оқуғучилар «макрон халимисиму пәләстинниң шәрипи вә өлтүрүлгәнләр үчүн бу йәрдимиз» дәп шоар товлап, пәләстин байрақлирини ләпилдәтти.

венезуела пайтәхти каракастиму йүзлигән оқуғучи исираилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлириға наразилиқ билдүрүш үчүн, шәһәрдки әң чоң кочида пәләстин вә венезуела байрақлирини көтүрүп пийадә йүрүди.

оқуғучилар «пәләстингә әркинлик» дәп шоар товлиди.

американиң нийу йорк шәһиригә җайлашқан коломбийә универстетида, сақчилар тарихий хамилтон холда пәләстинни қоллаш намайишини давамлаштуруватқан оқуғучиларни қолға алди.

коломбийә универстетиниң морниңсайд хайтс (Morningside Heights) кампусида оқуғучилар қурған ғәззә һәмкарлиқ лагери, сақчилар тәрипидин тарқитиветилди. амстердам кочиси тәрәпкә топланған амма, хамилтон хол бинасидики оқуғучилар намайишини бастурған сақчиларға наразилиқ билдүрди.

флорида иштатиниң тампа шәһиридики җәнубий флорида универстетида, сақчилар пәләстинни қоллиған оқуғучиларға йаш аққузуш бомбиси етип, 10 дин артуқ оқуғучини тутқун қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر