т р т телевизийәси

 

TRT  телевизийә истансиси вә униң мәқсәт-нишани

 

миллий вә районлуқ телевизийә қаналлири арқилиқ, дөләт ичи вә дунйаға «тоғра вә битәрәп» тарқитиш бериватқан TRT  телевезийәси, маарип, мәдәнийәт - сәнәт, районлуқ, дирама, тәнтәрбийә, музика вә көңүл ечиш паалийәтлири қатарлиқ саһәләрдики пирограммилири билән, анадолуниң % 99 қисмиға вә дунйаниң пүткүл болуң пучқақлиридики хәлқ  аммисинң дунйадики өзгиришләр вә йеңилиқлардин дәл вақтида изчил, тоғра, тез вә толуқ хәвәрдар болуши үчүн кечә - күндүз хизмәт ишлимәктә.

 

TRT؛ кәң көрүрмәнләрниң кәң даирилик демократийәгә вә қанунниң үстүнлүкигә уйғун һалда тоғрини биләлишини, сағлам вә әркин һалда өз қаришини ипадилийәлишини, шундақла демократик җәмийәттә көп санлиқниң тәкитлинишни ишқа ашуруш билән биргә, муназирә вә пәрқлиқ қарашларниң шәкиллинишигә имкан йаритип беридиған нуқтилиқ темиларда, хилмухил тәһлил қилинған мәслиләрдә амминиң вақипландурулишиға йардәмдә болушни, һәмдә мол мәзмунлуқ көңүл ечиш паалийәтлири арқилиқ көрүрмәнләрниң мәниви һайатини бейитқач, уларни түрлүк йеңилиқлар вә учурлар билән тәминләш вә кәң даирилик миллий мәдәнийәт җәһәттин бир гәвдилишишни ишқа ашурушни мәқсәт қилиду.

 

 

TRT- 1-қанили (аилә қанили)

1- 1TRT қанилиниң мәқсити, түркийә даирисидә аилиләрни асас қилған охшимиған йаш, кәсип, маарип вә мәдәнийәт сәвийисидики телевизор көргүчиләрни һузурландуруш билән бир вақитта, мәлуматқа игә қилиш. қанал буни елип барғанда мәдәнийәт сәвийәсиниң, иттипақлиқ, бирлик вә баравәрлик туйғулириниң мустәһкәмлинишигә, миллий мәдәнийәт бирликиниң сақлинишиға йардәмдә булуш, хәвәр аңлитиш вә музика еһтийаҗлирини қандурушни нишан қилиду. 1TRT қанили % 99.9 саһәси билән түркийәниң һәрқайси җайлиридики вә интернет арқилиқ пүткүл дунйадики кәң хәлқ аммисиға кечә - күндүз мулазимәт қилмақта.

 

 

TRT-WORLD қанили

TRT-WORLD қанили, дунйаға тамамән инглиз тилида тарқитиш беридиған хәвәр қанили болуп, җәсур вә инсанни чиқиш нуқта қилған һалда ечә күндүз тарқитиш бәрмәктә.

 

 

TRT-HABER қанили

TRT-HABER қанили, күндилик муһим хәвәрләр, сийасәт, анализ, муназирә, тәнтәрбийә, районлуқ өзгиришләр вә мәдәнийәт - сәнәтниң йеганә адреси сүпитидә, телевизор көргүчилиригә һайатниң түрлүк рәңлирини өз вақтида тонуштурмақта. шуңа қиммәтлик көрүрмәнлиримиз, силәрниңму  TRT хәвәр қанили арқилиқ әң тоғра учурға игә болуш һоқуқиңизни ишлитишиңлардин қилчә айанмаслиқиңларға тиләкдашмиз.

хәвәрләрниң екрани TRT-HABER қанили һәммила җайда сиз үчүн мулазимәт қилиду.

 

 

TRT- SPOR  қанили

2010 - йили авғуст ейида рәсмий тарқитиш беришкә башлиған TRT- SPOR  қанили, дөләтлик вә хәлқаралиқ барлиқ тәнтәрбийә мусабиқилирини нәқ мәйдандин вә лентидин тарқатмақта. TRT- SPOR  қанили, тәнтәрбийәниң сәр бир түригә наһайити зор әһмийәт бәәрмәктә.

 

TRT- AVAZ қанили

 TRT- AVAZ қанили, 2009 - йили март ейида рәсмий тарқитиш башлиған болуп, өзбекистан, қазақистан, қирғизистан, түркмәнистан, әзәрбәйҗан, боснийә-гиртисговена, албанийә вә түркийә қатарлиқ 8 дөләттин вә бу дөләтләргә хас 8 тилда, йирақ шәрқтин балқан райониға созулған бипайан земинда йашаватқан түрк хәлқи вә түрк дунйасиға қарита тарқитиш бәрмәктә. TRT- AVAZ  қанили, мол мәзмунлуқ пирограммилири арқилиқ түркийә вә башқа түркий җумһурийәтлири арисида тил вә чүшәнчә бирлики һасил қилмақта. нурғунлиған түрк шевилирида «сада» дегән мәнини билдүридиған аваз, түркий җумһурийәтләрниң ортақ садаси сүпитидә, оттура шәрқтин кавказ райониға қәдәр 27 дөләт вә 13 аптоном җумһурийәттики 250 милйонға йеқин нопусқа игә җуғрапийәгә хитаб қилмақта.

 

 

TRT - Çocuk(TRT өсмүрләр) қанили

TRT - Çocukа қанили, түрк өсмүрлириниң картон филимлиридин нахша - музикиға, хәврләрдин тәнтәрбийәгичә болған барлиқ еһтийаҗлирини қандуридиған бир қанал болуп, әхлақий, әқлий, җисманий вә роһий җәһәттин сағлам әвладларниң өсүп йетилишигә һәссә қошушни нишан қилиду. дунйави педагогика пиринсиплириға асасән әла сүпәтлик, заманға лайиқ вә мәсулийәтчан тарқитишни чөридигән һалда өсмүрләрниң өсүп йетишилигә һәссә қошуш вә башламчилиқ роли ойнашни асас қилип, түрк тили вә мәдәнийитиниң тоғра һалда тонуштурулуши, өсмүрләрниң көңүл ачқан һалда мәлуматқа игә болушини мәқсәт қилиду.

 

 

TRT-BELGESEL(һөҗҗәтлик филим)қанили

 TRT- BELGESEL қанили, түркийәни ингилизчә, немисчә, фирансозчә, русчә вә түркчә қатарлиқ бәш тилда дунйаға тонуштуруватқан қанал болуп, көрүрмәнләрни тарих, җәмийәт, тәбиәт, муһит, тәнтәрбийә, мәдәнийәт - сәнәт, илим - пән, пән - техника қатарлиқларға мунасивәтлик һөҗҗәтлик филим пирограммилири арқилиқ мол мәзмунлар вә муһим учурлар билән тәминлимәктә. өтмүшни кәлгүсигә тонуштуруватқан вә тәбиәтниң изини бойлап тарқитиш бериватқан бу қанал, 2009 - йили 17 - өктәбир күни рәсмий хизмәткә кириштүрүлди.

 

 

TRT-MÜZİK (нахша - музика) қанили

түркийәниң вә дунйаниң йеқимлиқ вә йаңрақ нахша - музикилирини учраштуруватқан  TRTTRT- MÜZİK қанили, мусабиқә пирограммилири, нахша - музикиға мунасивәтлик һөҗҗәтлик филимләр, консерт номурлири, әң мунәввәр 10 парчә нахша - музика вә нәқ мәйдан пирограммилирини чөридигән һалда тарқитиш бәрмәктә. 2009 - йили 16 - нойабир күни рәсмий тарқитишқа башлиған TRT- MÜZİK қанили, асаслиқи түрк хәлқ вә сәнәт нахша - музикилирини чөридигән һалда йәрлик вә чәт әл нахша - музикилирини көрүрмәнләрниң һузуриға сунмақта.

 

 

TRT -әләрәбиййәқанили

түркийәниң  дунйаниң һәрқайси җайлиридики болупму район дөләтлири билән болған мунасивәтлириниң йәниму күчийишигә тегишлик һәссә қошуш мәқситидә йолға чиққан TRT - әләрәбиййә қанилиниң, һәм түркийә һәмдә әрәб дунйасиниң ортақ тили, ортақ екрани, ортақ туйғуси болуш мәқситидә чоң - кичик барлиқ телевизор көргүчиләргә хитаб қилип, өсмүрләр, йашлар, айаллар, тән - саламәтлик, иқтисадий учур, дирама, һөҗҗәтлик филим, тәнтәрбийә хәвәрлири, нахша - музика, хәвәрләр, мәдәнийәт - сәнәт, дин вә әхлақ вә көңүл ечиш пирограммилирин тәшкил тапқан мол мәзмунлуқ тарқитиши 2010 - йили апрел ейида рәсмий башлиди. әрәб тилида сөзлишидиған 22 әрәб дөлити вә әрәб тилида сөзлишидиғанларға қарита тарқитиш бериватқан TRT - әләрәбиййә қанили, 350 милйон нопусқа хитаб қилип, әрәб дөләтлири билән түркийә оттурисидики мунасивәтләрниң йәниму күчийишигә һәссә қошушни нишан қилмақта.

 

TRT-TÜRKқанили

 TRT-TÜRKқанили, дунйаға асаслиқи түрк тилида тарқитиш бериватқан бир қанал болуп, түркийәдә түрк хәлқи тонуштурулған пирограммилири һәмдә хәвәр вә мәдәнийәт - сәнәт мәзмун қилинған тарқитишлири арқилиқ , чәт әлләрдә йашаватқан вәтәндаш вә қериндашлиримизниң түркийә вә түрк хәлқи билән болған алақисиниң үзүлүп қалмаслиқини чиқиш нуқта қилип, улар дуч келиватқан мәсилиләргә чарә издәп, қайғу - һәсрәтлиригә ортақлишиду. қисқиси сиз дунйаниң қәйиридә болушиңиздин қәтийнәзәр   TRT-TÜRKқанили һәмишә сиз билән биллә.

 

 

TRT-KURDİқанили

TRT-KURDİқанили, TRT ниң кордчә тарқитиш бериватқан қанили билән бирликтә, түркийәниң хәлқаралиқ болупму район дөләтлири билән болған мунасивәтлириниң барғансери тәрәққий қилишиға муһим төһпиләрни қошуватқан бир қаналдур. дөлитимизниң бирлик вә пүтүнлүкини қоғдашни мәқсәт қилип, заманиви қанун - низамларға асасән чоң - кичик һәммигә хитаб қиливатқан кордчә аилә қанили болған TRT-KURDİқанили, 2009 - йили йанварда рәсмий хизмәткә кириштүрүлди.

 

 

TRT-OKUL(маарип) қанили

2011 йили  рәсмий ишқа кириштүрүлгән TRT-OKULқанилида анадолу университети тәрипидин һазирланған дәрс пирограммилири, маарип вә мәсәнийәт пирограммилиридин сирт йәнә,  TRT тәрипидин һазирланған һәрқайси йаш гуруппилири нишан қилинған маарип мәдәнийәт пирограммилири, қисқа мәлуматлар вә йашлар нишан қилинған түрлүк пирограммилар тарқитилмақта.

 

 

TRT - 3 қанили

3TRT -  қанили, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (түркийә парламенти) қанили билән ортақ тарқитиш бәрмәктә. түркийә парламентидин нәқ мәйдандин тарқитиш берилидиған TBMM TV қанили билән TRT - Spor қанили,öö3 TRT қанили екранида бәзидә нөвәт билән тарқитиш бериду.