т р т (TRT) ниң қисқичә тарихи

т р т ниң қисқичә тарихи

 

түркийә радийо – телевизийә идариси (т р т /TRT), дөләт намидин радийо – телевизийә тарқитиши бериш мәқситидә 1964 – йили 1 – майда мәхсус чиқирилған қанунға асасән рәсмий кимликкә игә һаләттә қурулди. 1972 – йилидики асасий қанунға киргүзүлгән өзгәртишләр җәрйанида, TRT ға «битәрәп» хусусийәткә игә дөләт иқтисадий оргини, дәп ениқлима берилди.

1982 – йилидики асасий қанунниң көрсәтмисигә асасән, 1984 – йили түркийә радийо – телевизийә идариси йеңидин тәртипкә селинди. 1986 – йилидин кейин түркийәгә сүний һәмраһ арқилиқ тарқитиш беридиған хусусий телевизийә қаналлириниң оттуриға чиқиши, TRT ниң 1990 – йилиғичә давам қилған телевизийә тарқитишлириға болған монополлуқиға хатимә бәрди.

1993 - йили асасий қанунниң 133 – маддисиға өзгәртиш киргүзүлүп, хусусий радийо – телевизийә тарқитишлири әркин қойуветилди, TRT ниң әркинлики қайтидин орнитилди. TRT нөвәттә әркинлики вә битәрәп туридиғанлиқи асасий қанунда көрситилгән, радийо вә телевизийә билән пүткүл медийа васитилири арқилиқ тарқитиш беридиған аммиға хизмәт қилиш пиринсипини бойлап хизмәт қилмақта.

түркийә радийо – телевизийә идарисиниң қурулушидин илгири, дәсләп қетим түрк симсиз телефон һәссидарлиқ ширкитиниң қармиқида берилгән радийо тарқитишлири 1964 – йили TRT байриқиға астиға топланди. 1927 – йили 6 – майда тарқитиш беришкә башлиған истанбул радийосидин кейин, 1928 – йили әнқәрә радийоси тунҗи тарқитишлирини башлиди. әнқәрә вә истанбул радийолири 1936 – йили 8 – сентәбирдә почта, телеграф, телефон идариси (PTT) ға өткүзүп берилди. PTT ға өткүзүп берилгәндин кейин тарқитиш аппаратлири күчәйтилгән әнқәрә радийоси, 1938 – йили рәсмий ишлитилишкә башлиди. 1938 – йили өктәбирдә тарқитишлирини тохтитип қойған истанбул радийоси, 1949 – йили 19 – нойабирда тарқитиш һайатини қайтидин башлиди. иккинчи дунйа уруши билән бирликтә, радийолар йеңи қурулған мәтбуати умум мудирлиқи (мәтбуат, нәшрийат вә сайаһәтчилик / учур баш идариси) ниң қармиқиға өтти. 1950 – йили измир шәһәрлик һөкүмәтниң қармиқида тарқитиш һайатини башлиған измир радийоси, 1953 – йилидин башлап мәтбуати умум мудирлиқиниң қармиқида тарқитиш беришни давамлаштурди.

1960 – йилидин кейин сәккиз вилайәттә вилайәт радийолири қурулди. радийо тарқитишлириниң әркин вә битәрәп бир дөләт иқтисадий оргини сүпитидә тәртипкә селинишини мәзмун қилған 1961 – йилидики асасий қанунниң роһиға асасән, 1964 – йили чиқирилған 359 – номурлуқ қанун бойичә түркийә радийо – телевизийә идариси қармиқида тарқитиш бериватқан радийо тарқитишлири, антиналарниң күчәйтилиши сайисида техиму көп қатлам вә саһәни даирисигә алди. TRT ниң мәркизий вә һәр қайси районлардики радийолириниң бирләштүрүлүши билән TRT-1,TRT-2 вә TRT-3 радийо тарқитишлири вуҗудқа чиқирилди.

телевизийә тарқитишлири болса, 1968 – йили 31 – йанварда түркийәниң тунҗи синақ телевизийә тарқитиши әнқәрәдики митһатпаша ситодийосида маһмут тали өнгөрәнниң ечилиш нутқи билән башлиди. һәптидә 3 күн, һәр күни үч саәттин тарқитиш бериш билән башлиған синақ тарқитишлар, аридин бир йил өткәндин кейин һәптидә 4 күнгә чиқирилди. 1970 – йили измир телевизийәси, 1971 – йили истанбул телевизийәси қурулди.

1969 – йили астронотларниң айға қәдәм бесиши вә зәки мүрәнниң әнқәрәдә өткүзгән консерти телевизор екранлири арқилиқ тарқитилди. 1973 – йили түркийә җумһурийитиниң иккинчи җумһур рәиси исмәт инөнүниң җиназа мурасими нәқ мәйдандин тарқитилди. 1974 – йили 20 – ийулда башланған қибрис тинчлиқ һәрикитидин пүтүн түркийә вә йавропа TRT тарқитишлири сайисида хәвәр тапти. йавропа телевизийәлири нахша – музика мусабиқисигә түркийә тунҗи қетим 1975 – йили TRT ниң орунлаштуруши билән кирди. 1978 – йили тунҗи қетим су асти камералирини ишлитип, «чоңқурлуқтики өтмүш» намлиқ һөҗҗәтлик филим рәңлик сүрәткә елинди. 1979 – йили 5 дөләттин кәлгән 133 өсмүр билән 31 рәһбәрниң иштирак қилиши арқисида тунҗи 23 – апрел балилар паалийити өткүзүлди.

1974 – йили телевизийә тарқитишлири һәптә бойичә тарқитилидиған, тарқитиш даириси дөләт нопусиниң %55 (19 милйони) ини, дөләт йәр көлиминиң %28 (210,861 км) ини өз ичигә алди. телевизийәниң түркийәгә киргәнликиниң 10- йилида п т т мәркәзлири тәрипидин тизимға елинған телевизор қобуллиғуч сани 2 милйон 250 миңға йәтти.

1982 – йили тарқитиш бериш, көчүрүш вә кириштүрүш ишлириниң һөддисидин чиқалиғудәк иқтидарға игә йавропа телевизийә нахша – музикилири мусабиқини улап тарқитиш мәркизи хизмәткә кириштүрүлди. барғансери көпийиватқан тарқитиш бериш саәтлири билән бирликтә икранларму 1981 – йили 31 – декабир йеңи йил кечисидин башлап рәңлинишкә башлиди вә 1984 – йилиға кәлгәндә пүтүнләй рәңлик тарқитиш бериш басқучиға қәдәм бесилди.

1986 – йили телевизийәниң 2 – қанили TRT-2 тарқитиш һайатиға қәдәм басти. 1987 – йили «интелсат» сүний һәмраһидин иҗаригә елинған бир йәткүзүп бәргүчи сайисида TRT-1 вә  TRT-2 пирограммилири сүний һәмраһ арқилиқ пүткүл түркийәгә тарқитилди. TRT-3 вә GAP-TV 1989 – йили хизмәткә кириштүрүлди, шуниң билән TRT ниң қанал сани 4 кә чиқти. 1993 – йили тәлим – тәрбийә салмиқи еғир болған TRT-4 қанили билән йавропада йашайдиған түркләрни нишан қилған TRT-İNT тарқитиш беришни башлиди. йәнә 1993 – йили кавказийә вә оттура асийани көздә тутуп тарқитиш беридиған TRT-AVRASYA қанили, 1995 – йили болса, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси телевизийәси тарқитиш беришни башлиди.

1998 – йили TRT ниң тунҗи чәт әл вакаләтханиси германийәниң берлин шәһиридә ечилди. буниңдин кейин тәртипи бойичә 1999 – йили түркмәнистанниң ашхабад шәһиридә, 2000 – йили әзәрбәйҗанниң баку шәһиридә, мисирниң қаһирә шәһиридә вә белгийәниң бирйуссел шәһиридә вакаләтханилар ечилди. 2002 – йилиға кәлгәндә, 6 – чәт әл вакаләтханиси америкиниң вашингтон шәһиридә ечилди, 2004 – йилиға кәлгәндә, өзбекистанниң ташкәнт шәһиридиму вакаләтхана ечилди.

1999 – йили TRT-SAYTEK (рәқәмлик тарқитиш технологийә мәркизи) қурулуп, интернет адреси www.trt.net.tr арқилиқ тарқитиш беришни башлиди.

2003 – йили һәм идаримиз һәм пүткүл түркийә үчүн унтулмас бир йил болди. TRT дөлитимиз намидин иштирак қилған 48 – нөвәтлик йавропа телевизийә нахша мусабиқисидә сәртап әрәнәрниң иҗрасидики «Every Way That I can» намлиқ нахшиси билән биринчи болди.

чәт әлләрдиму паал бир тарқитиш орни һесаблинидиған идаримиз 2004 – йили асийа – тинч окйан тарқитиш иттипақи – асийавизйон келишимигә қол қойди.

2008 – йили 1 – айниң 1 – күни түркийәниң тунҗи вә бирдинбир йәрлик балилар телевизийә қанили болған TRT Çocuk тарқитиш беришни башлиди, 2009 – йили 1 – айниң 1 – күни һәр хил вә шевиләрдә тарқитиш беридиған тунҗи қанал TRT6 кордчә тарқитиш беришни башлиди؛ 2015 – йили қанални исми TRT Kurdi ға өзгәртилди.

2008 – йили 11- айниң 20 – күни хизмәткә кириштүрүлгән www.trtvotworld.com, 31 тилдики хәвәр тарқитиши билән йеңи медийа мулазимәт муһитида тарқитиш бәргүчиләр бойичә дунйада 5- қатардин орун алди. нөвәттә тарқитиш беридиған районлар билән пүткүл дунйаға алақидар әң йеңи өзгиришләр, мутәхәссисләрниң қарашлириға орун берилгән әтраплиқ, битәрәп вә тоғра мәзмунлар билән 41 тилда дунйа җамаәтчиликигә тәқдим қилинмақта.

балқан районидин оттура асийағичә, оттура шәрқтин кавказийәгичә болған 27 дөләт, 13 аптоном җумһурийәттики 250 милйонға йеқин нопусқа игә кәң кәткән районға хитаб қилидиған TRT Avaz қанили, 2009 – йили 3 – айниң 21 – күни тарқитиш сәпиригә атлинип, түркчә, әзәрбәйҗан түркчиси, қазақчә, қирғизчә, өзбекчә вә түркмәнчә пирограммилири билән тарқитиш җуғрапийәсидики барлиқ дөләтләргә орун берилидиған вә һәр бир дөләттики көрүрмән өзигә мәнсуп бир нәрсиләрни учриталайдиған «ортақ қанал» болди.

TRT Türk қанили, 2009 – йили 5 – айниң 8 – күни хәлқара түркчә хәвәр вә мәдәнийәт қанили кимлики билән тарқитиш беришни башлиди, шу йили синақ тарқитиш беришни башлиған TRT Anadolu қанили болса, TRT билән мәһәллий вә районлуқ телевизийә қаналлири ортақлишип тарқитиш беридиған қанал сүпитидә оттуриға чиқти. TRT Anadolu қанили 2012 – йили рамизан ейида 24 саәт үзлүксиз тарқитиш беридиған TRT Diyanet қанилиға өзгәртилди. 2009 – йили 16 – нойабирда тарқитиш сәпиригә атланған TRT Müzik қанили, түрк нахша – музикилирини мәркәз қилған һалда өтмүштин заманимизғичә болған түркийә вә чәт әл нахша – музикилирини TRT әвзәллики билән екранларда әкс әттүрмәктә.

«сиз гуваһчи болуш тәййарму?» дегән шоар билән 2009 – йили 17 – өктәбирдә тарқитиш беришкә башлиған TRT Belgesel (һөҗҗәтлик филим) қанили түркийәни инглизчә, немисчә, фирансузчә, русчә вә түркчә бәш хил тилда дунйаға тонуштурмақта.

йәнә, 2009 – йили радийо6, TRT нәғмә, TRT әнқәрә кәнт радийоси, TRT ғәзәл вә TRT йавропа радийолири тарқитиш қошуни сепигә қетилди.

TRT, йавропа вә дунйаниң алдинқи қатардики хәвәр қаналлириниң бири болған Euronews билән һәмкарлиқ келишими имзалап, Euronews ниң чоң шериклириниң биригә айланди вә Euronews хәвәр қанили 2010 – йили йанварда 9 – тил сүпитидә түркчә тарқитиш беришни башлиди.

2010 – йили 18 – мартта TRT хәвәр қанили тарқитиш беришни башлиди, TRT әттүркиййә қанили 2010 – йили 4 – апрелда әрәб дунйасниң әң көп көрүлидиған қанили болушни қолға кәлтүрүшни нишан қилип тарқитиш һайатиға қәдәм қойди. 2015 – йилиға кәлгәндә қаналниң исми TRT әләрәбиййә, дәп өзгәртилди.

тарқитиш бериш саһәсиниң әң йүксәк пәллиси һесаблинидиған HD (ениқлиқ дәриҗиси алаһидә йуқири) өлчими бойичә тарқитиш беридиған TRT HD қанили, нуқтилиқ һалда тәнтәрбийә, һөҗҗәтлик филим вә киноларға орун бәрмәктә.

2010 – йили авғустта тарқитиш беришкә башлиған TRT Spor қанили, дөләт ичи – сиртидики барлиқ тәнтәрбийә мусабиқилири вә паалийәтлирини биваситә йаки лентиға елип тарқитиш бәрмәктә؛ қанал, тәнтәрбийәниң барлиқ түрлиригә күчлүк әһмийәт бериду.

2011 – йили йанварда тарқитиш һайатиға қәдәм басқан TRT Okul болса, охшаш болмиған йаш гуруппилири бойичә тәййарланған маарип вә мәдәнийәт пирограммилири билән бир технологийә вә маарип қанили һесаблиниду.

TRT нөвәттә 14 телевизийә қанили, 5 дөләт ичи, 5 районлуқ, 3 хәлқаралиқ вә 3 мәһәллий радийо истансиси, trt.net.tr вә 41 тилда тәййарланған www.trtvotworld.com намлиқ тор бәтлири, телетекс тарқитиши, «Televizyon», «TRT Çocuk» вә «Radyovizyon»  намлиқ басма нәшри әфкарлири билән түркийә вә дунйаға тарқитиш бәрмәктә.