русийәниң аләм бошлуқиға қорал орунлаштурмаслиқи тоғрисидики лайиһә рәт қилинди

русийәниң аләм бошлуқиға һечқандақ қорал орунлаштурмаслиқини мәзмун қилған қарар лайиһәси бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң йетәрлик қоллишиға еришәлмиди.

2142407
русийәниң аләм бошлуқиға қорал орунлаштурмаслиқи тоғрисидики лайиһә рәт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: 15 әзалиқ б д т хәвпсизлик кеңишидә беләт ташлашқа сунулған қанун лайиһәсигә  7 әза қоллап, 7 әза рәт қилип беләт ташлиди, бир әза битәрәп турушни таллиди.

қарар лайиһәсиниң мақуллиниши үчүн, 15 әзаниң кәм дегәндә 9 и қоллап беләт ташлиши керәк иди.

аләм бошлуқиға һечқандақ қорал орунлаштурмаслиқ тоғрисидики чақириққа орун берилгән мәзкур қанун лайиһәсидә,  аләм болшуқида зораванлиқ хәвпи йоқлуқи оттуриға қойулғаниди.

бу мәсилә тоғрисида көп тәрәплик вә чәкләш күчигә игә келишимләрниң түзүлүши тәләп қилинған қарар лайиһәсидә, аләм бошлуқидин тинч пайдилиниш керәклики қәйт қилинғаниди.

русийә 24-апрел америка қошма иштатлири билән йапонийә тәрипидин сунулған <аләм бошлуқидин тинч пайдилинишқа капаләтлик қилиш вә қораллиниш риқабитиниң алдини елиш үчүн аләм бошлуқиға йадро қораллири вә кәң көләмлик қирғучи қоралларни орунлаштурушниң алдини елишни мәзмун қилған қарар лайиһәсини рәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر