русийә украинадики «харрий поттер қәләси» гә башқурулидиған бомба һуҗуми қилди

украинаниң одесса портидики йәрлик хәлқ «харрий поттер қәләси» дәп атайдиған бинаға қилинған русийәниң башқурулидиған бомба билән һуҗумида, 4 киши қаза қилди.

2133784
русийә украинадики «харрий поттер қәләси» гә башқурулидиған бомба һуҗуми қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина дөләтлик җиддий қутқузуш бөлүми (DSNS) түнүгүн (29-апрел) русийәниң украинаниң одеса портиға башқурулидиған бомба билән һуҗум қилғанлиқини вә һуҗумида 4 киши қаза қилип, 32 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

украина таратқулириниң хәвәр қилишичә, һуҗум йүз бәргәндә сабиқ парламент әзаси серхий киваловму бинада бар икән.

бу бина сабиқ парламент әзаси серхий кивалов рийасәтчилик қилидиған одесса қанун академийәсигә саһибханлиқ қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر