песков: зеленискийниң вәзипә өтәш муддитиниң ахирлишиши һәрбий һәрикәтләргә тәсир көрсәтмәйду

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димитрий песков, украина пирезиденти володимир зеленскийниң вәзипә өтәш муддитиниң ахирлишишиниң «алаһидә һәрбий һәрикәт» кә тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини ейтти.

2141801
песков: зеленискийниң вәзипә өтәш муддитиниң ахирлишиши һәрбий һәрикәтләргә тәсир көрсәтмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димитрий песков пайтәхт москвада мухбирларға байанат бәрди.

у: «украина пирезиденти зеленскийниң вәзипә өтәш муддитиниң ахирлишишиниң русийәниң украинадики <алаһидә һәрбий һәрикити>гә тәсир көрситәмду-йоқ?» дегән соалға җаваб берип, «йақ, алаһидә һәрбий һәрикәт давамлишиду» деди.

байанатчи песков украина армийәсиниң русийәниң бир қисим шәһәрлиригә һуҗум қилғанлиқини тилға елип, бу сәвәбтин русийә армийәсиниң украинада бихәтәр район қурушни давамлаштуруватқанлиқини ейтти.

2019-йили украинада өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида ғәлибә қилған зеленскийниң, 5 йиллиқ вәзипә өтәш муддити бүгүн (20-май) ахирлишиду.

31-март өткүзүлүши пиланлиниватқан пирезидентлиқ сайлими 2022-йили 2-айниң 24-күни башланған русийә-украина урушидин кейин елан қилинған һәрбий һаләтниң давамлишиши сәвәбидин әмәлдин қалдурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر