шималий корейә американиң йадро қорали синиқиға наразилиқ билдүрди

шималий корейә америка қошма иштатлириниң «иккиләмчи йадро синиқи» ға наразилиқ билдүрүп, дөләтниң йадро чекиндүрүш қудритиниң күчәйтилидиғанлиқини елан қилди.

2141800
шималий корейә американиң йадро қорали синиқиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә хәвәр агентлиқи  — «йонхап»ниң хәвиригә қариғанда, шималий корейә ташқи ишлар министирлиқиниң исми ашкариланмиған байанатчиси, дөлитиниң йадро чекиндүрүш вәзийитини йахшилаш үчүн йолға қойулидиған зөрүр тәдбирләрниң көздин кәчүрүлидиғанлиқини билдүргән.

у америка қошма иштатлириниң башқиларниң йадро уруши тәһдити һәққидә сөз қилиш һоқуқи йоқлуқини, пйоңйаңниң корейә йерим арилиниң истратегийәлик тәңпуңсизлиқ вә бихәтәрлик бошлуқиға айландурулушиға йол қоймайдиғанлиқини тәкитлигән.

америка қошма иштатлириниң иккиләмчи йадро қорали синиқиға наразилиқ билдүргән байанатчи, шималий корейәниң вашингтонниң йадро уруши тәһдитигә қарши күчлүк чекиндүрүш қәдәмлири арқилиқ бихәтәрликини, хәлқини вә мәнпәәтлирини қәтий қоғдайдиғанлиқини ейтқан.

америка дөләтлик йадро бихәтәрлик идариси (NNSA) өткән һәптә невадада «иккиләмчи йадро қорали синиқи» елип берилғанлиқини елан қилғаниди.

«иккиләмчи синақ» 150 килограмдин төвән йадро қораллири синақлирини көрситиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر