коломбийәдә тик учар чүшүп кетип 9 әскәр қаза қилди
коломбийәдә тик учар чүшүп кетип, бир генерални қошқанда, җәмий туққуз әскәр қаза қилди.
2133770
түркийә авази радийоси хәвири: коломбийәниң шималидики боливар мәмурий райониға қарашлиқ гуарапера йезисида чүшүп кәткән «MI-17 HK3395» номурлуқ һәрбий тик учарда бирси генирал, 8 әскәр болуп, җәмий 9 киши қаза қилди.
коломбийә пирезиденти густав петро иҗтимаий алақә торида елан қилған байанатида, қаза қилған әскәрләр үчүн «чоңқур» қайғурғанлиқини билдүрди.
һәрбий тик учарниң «клан дел голфо» намлиқ зәһәрлик чекимлик вә йерим һәрбий тәшкилатқа қарши һәрикәттә вәзипә өтәватқанлиқи уқтурулди.
вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқи билдүрүлди.