америка рәфаһқа һуҗум қилишқа қарши икәнликини билдүрди

америка ғәззәдә уруш тохтисун-тохтимисун рәфаһқа һуҗум қилидиғанлиқини елан қилған исираилийә баш министири нетанйаһу һөкүмитини агаһландуруп, «америка рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилишқа қарши» дәп байанат елан қилди.

2134148
америка рәфаһқа һуҗум қилишқа қарши икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт бихәтәрлик учур-алақә ишлири мәслиһәтчиси җон кирби торда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, ғәззә вә районниң нөвәттики вәзийити үстидә тохталди.

у исираилийәниң ғәззәдә уруш тохтисун-тохтимисун рәфаһқа һуҗум қилидиғанлиқини елан қилған баш министир нетанйаһуға наразилиқ билдүрди.

у: «рәфаһта кәң көләмлик қуруқлуқ һәрикитини көрүшни халимаймиз. у йәрдә панаһлиниватқан 1 йерим милйон кишиниң бихәтәрликини нәзәргә алмиған бир һәрбий һәрикәтни көрүшни халимаймиз» деди.

у һазирғичә исираилийә тәрәптин рәфаһқа мунасивәтлик бир пиланниң йәткүзүлмигәнликини, американиң ишәнчлик пилан болған тәқдирдиму рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилишқа қарши икәнликини қәйт қилди.

у һамасниң ғәззәдә уруш тохтитишқа мунасивәтлик сунулған йеңи тәклипни музакирә қиливатқанлиқини вә өзлириниң һамасниң буниңға беридиған җавабини күтүватқанлиқлирини билдүрди.

у ташқи ишлар министири антони блинкенниңму уруш тохтитиш тиришчанлиқлирини давамлаштуруватқанлиқини әскәртип, урушниң балдуррақ тохтитилишини, әсирләрниң қойуп берилишини вә ғәззәгә техиму көп инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлишини үмид қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر