исраилийә әскәрлири ғәрбий қирғақта 6 пәләстинликниң җениға замин болди

исраилийә армийәсиниң ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақниң шималиға җайлашқан җәнин шәһири вә җәнин мусапирлар лагериға қаратқан һуҗумлирида, бир дохтурни өз ичигә алған алтә пәләстинлик һайатидин айрилди, 10 пәләстинлик йариланди.

2142409
исраилийә әскәрлири ғәрбий қирғақта 6 пәләстинликниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин сәһийә министирлиқи байанат елан қилип, җәнин шәһиридә исраилийәниң оқлирида һайатидин айрилған 6 пәләстинлик билән йариланған 10 кишиниң дохтурханиға елип берилғанлиқини, йариланғанларниң үчиниң йарилиниш әһвалиниң еғир икәнликини уқтурди.

җәнин дөләт дохтурханиси башлиқи висам бәкир, һайатидин айрилғанларниң ичидә җәнин дохтурханиси оператсийә бөлүми башлиқиниңму барлиқини билдүрди.

бихәтәрлик мәнбәлиридин игилинишичә, исраилийә армийәси кечә бойичә җәнин шәһири вә лагерлириға бастуруп киргән.

вәқәни өз көзи билән көргүчиләр, исраилийә учқучисиз айропиланлириниң җәнин асминида учқанлиқини, шәһәргә бастуруп киргән әскәрләр билән пәләстинлик қораллиқ гуруппилар оттурисида тоқунуш йүз бәргәнликини билдүрди.

исраилийә армийәси йерим кечидә ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта һәрикәт елип берип, бир сабиқ тутқунни өз ичигә алған 11 кишини қолға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر