фидан: йавропа иттипақи түркийәни халамду, халимамду?

ташқи ишлар министири хақан фидан: «йавропа иттипақи түркийәни әзалиққа қобул қилишни халамду, халимамду?» дәп соал қойди.

2097510
фидан: йавропа иттипақи түркийәни халамду, халимамду?

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан бир телевизийә пирограммисиға қатнашқанда, нөвәттики вәзийәт үстидә тохталди вә күнтәртипкә мунасивәтлик соалларға җаваб бәрди.

у түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш сәпириниң узун вақиттин буйан давамлишиватқан бир мәсилә икәнликини, бирақ бу мәсилиниң өтмүши билән һазирқи күнигә қарап тәҗрибә-савақ елинғанлиқини әскәртип: «йеңи қарашлар немиләргә пайдилиқ? бу мәсилидә немиләрни дедуқ, қандақ сийасәтләрни йолға қойдуқ, бу мәсилиләрдә көп тиришчанлиқ көрситиватимиз» деди.

у алди билән йавропа иттипақи қарар қилиши керәк болған мәсилә үстидә алаһидә тохтилип: «йавропа иттипақи түркийәни әзалиққа қобул қилишни халамду, халимамду» дәп соал қойди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر