фидан: йавропа иттипақи билән визини қолайлаштуруш сөһбәтлирини давамлаштуруватимиз

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан йавропа иттипақи органлири билән болған түркийә пуқралириға визини қолайлаштуруш сөһбәтлириниң давам қиливатқанлиқини билдүрди.

2143539
фидан: йавропа иттипақи билән визини қолайлаштуруш сөһбәтлирини давамлаштуруватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: министир хақан фидан йавропа иттипақиниң пайтәхт әнқәрәдә рәсмий зийарәттә болған қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлириға мәсул комиссари оливер вархели билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

түркийә-йавропа иттипақи мунасивитини бир қатар көздин кәчүргәнликлирини тәкитлигән фидан: «биз вархели билән түркийәниң кандидат дөләт салаһийити вә кеңийишкә мунасивәтлик мәсилиләрни музакирә қилдуқ. буни конкрет пиланлаш арқилиқ таможна иттипақини йеңилаш керәк. бу һәқтә пиринсип җәһәттин келиштуқ» деди.

министир фидан сөзини давамлаштуруп: «йавропа иттипақи билән түркийә оттурисидики виза әркинләштүрүшкә алақидар кәмтүк мәсилиләрни түгитиш йолидики хизмәтлиримизни давамлаштуруватимиз. мәқситимиз йавропа иттипақи билән визини әркинләштүрүш сөһбитини толуқ мәнидә башлаш» дегәнләрни қәйт қилди.

йеқиндин буйан йавропа иттипақи дөләтлиригә виза елиш мәсилисидә еғир тосалғуларниң пәйда болушқа башлиғанлиқини оттуриға қойған фидан: «биз йавропадики хизмәтдашлиримиз бу һәқтә узундин буйан сөһбәтлишиватимиз. визини қолайлаштуруш, болупму сода-санаәтчиләр билән оқуғучиларға визини қолайлаштуруш тоғрисида һәм йавропа иттипақи билән биваситә сөһбәтлишиватимиз  һәмдә йавропа иттипақи органлири билән бу мәсилини музакирә қиливатимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر