дендийас: түркийә кемәсазлиқ саһәсидә зор илгириләшләрни қолға кәлтүрди

гиретсийә дөләт мудапиә министири никос дендийас түркийәниң кемисазлиқ саһәсидә зор илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини, гиретсийә деңиз армийәсиниң иқтисадий киризис мәзгилидә бу җәһәттә арқида қалғанлиқини оттуриға қойди.

2143763
дендийас: түркийә кемәсазлиқ саһәсидә зор илгириләшләрни қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә дөләт мудапиә министири никос дендийас мудапиә вә йеңилиқ йаритиш мәркизи қуруш лайиһәси парламентта авазға қойулуштин илгири байанат берип, гиретсийә армийәсиниң еһтийаҗлирини тилға елип өтти.

у сөзидә түркийәниң кемисазлиқ саһәсидә зор илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликигә ишарәт қилип: «түркийә һәқиқәтән кемисазлиқ вә хам әшйа сетивелиштики асаслиқ саһәгә кирди. гиретсийә қәдимки шәһәр дөлити дәвридин буйан деңизда үстүнлүкни қолға кәлтүрүш үчүн изчил тиришип кәлди. (гиретсийә) деңиз армийәси заманивилаштурушқа моһтаҗ. биз киризис йиллирида бәкла арқида қалдуқ, супилиримизни вә системимизни ремонт қилдуруш үчүн пул тапалмидуқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر