пән - техника фестивали — текнофест ахирлашти

түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 - хатирә йили мунасивити билән пайтәхт әнқәрәдә тунҗи қетим өткүзүлүп, хәлқниң зор қизиқишини қозғиған дунйадики әң чоң аләм, авийатсийә вә пән - техника байрими — текнофест ахирлашти.

2032820
пән - техника фестивали — текнофест ахирлашти
teknofest ankara1.jpg
teknofest ankara.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: 30- авғусттин 3- сентәбиргичә пайтәхт әнқәрәдики әтимәсгут айродурумида өткүзүлгән фестивал, 125 органниң иштирак қилиши билән әмәлгә ашти.

нурғун паалийәтләргә саһибханлиқ қиливатқан, пүтүнләй мустәқил бир түркийә бәрпа қилиш үчүн «миллий техника һәрикити» қозғап, милйонларчә кишини бир йәргә җәм қилған текнофест әнқәрә, қизғинлиқ вә һайаҗанни йәнә бир қетим көк асманда намайан қилди.

түрк учқучилири SOLOTÜRK, HÜRKUŞ, GÖKBEY, AKSUNGUR, Bayraktar TB2, жандарма полат қанити, ақинҗи, атак тик учар айропилани вә анқа қатарлиқлар билән фестивал бойичә номурларни көрсәтти.

текнофест әнқәрәдә тәшвиқат вә һәр хил паалийәт орунлириму тәсис қилинди.

бәш күн давамлашқан фестивални җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә министирлар, һәмдә иқтисад, сийасәт вә сода дунйасиниң нурғун даңлиқ шәхслири зийарәт қилди.

текнофест башқуруш оргининиң байанатиға қариғанда, 943 миң адәм текнофестни зийарәт қилған.

игилинишичә, бу йилқи әң ахирқи текнофест 27- сентәбирдин 1- өктәбиргичә измирда өткүзүлидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر