ибраһим калин германийә ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийасити мәслиһәтчиси билән көрүшти

җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин германийә федератсийә баш министирлиқиниң ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийасити мәслиһәтчиси җенс платнер билән көрүшти.

1872931
ибраһим калин германийә ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийасити мәслиһәтчиси билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик байанатчи ишханисидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, финландийәниң пайтәхти хелсинкида өткүзүлгән учришишита, түркийә билән германийәниң өзара сийасий вә иқтисадий мунасивәтлири музакирә қилинған.

учришишита йәнә, шивитсийә вә финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқ илтимас җәрйани, украина урушиниң йәршари характерлиқ тәсири вә түркийәниң дипломатик тәшәббуси, ашлиқ тошуш вә түркийәниң йәр шари ашлиқ кризисини һәл қилиштики роли, әгә деңизи вә ақдеңиз мәсилиси, сүрийә вә панаһланғучилар мәсилилири шундақла терорлуққа қарши күрәш қатарлиқ йәршари характерлиқ вә район характерлиқ өзгиришләр һәққидә пикир алмаштурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر