кенийәдә йүз бәргән кәлкүн апитидә 267 адәм қаза қилди
кенийәдә 3 һәптигә йеқин давамлашқан қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанларниң сани 267 гә йәтти.
2138340
түркийә авази радийоси хәвири: кенийә ички ишлар министири китһуре киндикиниң билдүрүшичә, кенийәдә йеқинқи 3 һәптидин буйан давамлишиватқан қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитидә 267 киши һайатидин айрилған, 188 киши йариланған, 75 киши йоқап кәткән, тәхминән 389 миң киши начар һаварайиниң тәсиригә учриған, 56 миң аилә өй-маканлирини тәрк етишкә мәҗбур болған.