исраилийә – һамас тинчлиқ сөһбити фирансийәдә башланди

исраилийә билән пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити (һамас) оттурисида уруш тохтитиш музакирилирини әслигә кәлтүрүш вә өзара әсир алмаштуруш нишан қилинған тинчлиқ сөһбити түнүгүн фирансийәдә башланди.

2144045
исраилийә – һамас тинчлиқ сөһбити фирансийәдә башланди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә дөләтлик телевизийә қанили (KAN) ниң хәвиригә қариғанда, исраилийә дөләт бихәтәрлик идариси (моссад) ниң башлиқи дәйвид барнеа, тел авив һөкүмити билән һамас оттурисидики әсир алмаштуруш музакирилирини әслигә кәлтүрүш мәқситидә, фирансийәниң пайтәхти парижда америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) ниң башлиқи вилйам бурнс вә қатар ташқи ишлар вәзири муһәммәд бин абдурраһман алсани билән көрүшкән.

хәвәрдә тәкитлинишичә, барнеа, бурнс вә алсани париждики учришишлири давамида, тел авив билән һамасни әсир алмаштуруш үчүн йеңи келишим түзүшкә тәшвиқ қилиш мәқситидә,  исраилийә билән һамас оттурисидики сөһбәтниң асасини турғузушқа тиришидикән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر