б д т: ғәрбий қирғақтики уруш диққәтләрдин қечиватиду
бирләшкән дөләтләр тәшкилати йеқин шәрқтики пәләстин мусапирлириға йардәм бериш – хизмәт ишләш оргини (UNRWA) ғәззә районида уруш кәскинлишиватқанда, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики урушниң диққәтләрдин қечиватқанлиқи тоғрулуқ агаһландурди.
түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати йеқин шәрқтики пәләстин мусапирлириға йардәм бериш – хизмәт ишләш оргининиң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә, исраилийәниң ишғалийәт астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики вәһшийләрчә зораванлиқиниң барғансери әвәҗ елип кетиватқанлиқи һәққидә байанат елан қилинди.
байанатта, исраилийәниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики һәрбий һәрикәтлири, вәйранчилиқлири, йолға қойуватқан чәклимилири вә намратлиқ сәвәбидин пәләстинликләрниң қорқунч, ениқсизлиқ вә әндишә ичидә йашаватқанлиқи әскәртилди.
ғәззә районида уруш барғансери кәскинлишиватқанда, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики урушниң диққәтләрдин қечиватқанлиқи қәйт қилинған байанатта, райондики җиддийчиликни техиму әвәҗ алдуруветишниң киризисни тинч йол билән һәл қилиш нишаниға зийан йәткүзидиғанлиқи тәкитләнди.
исраилийә армийәси 5-айниң 21-күнидин 23-күнигичә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики җенин шәһири вә җенин мусапирлар лагериға һуҗум қилған, һуҗумларда 12 пәләстинлик һайатидин айрилған, 21 пәләстинлик йариланған, 7 өй пүтүнләй вәйран болған, йүзлигән өй зийанға учриғаниди.