гутеррес: тәрәпләрниң хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң қарариға риайә қилидиғанлиқиға ишинимән

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес мунасивәтлик тәрәпләрниң хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң исраилийәни ғәззәдики һуҗумлирини дәрһал тохтитишқа буйруған қарариға қаттиқ риайә қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

2144128
гутеррес: тәрәпләрниң хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң қарариға риайә қилидиғанлиқиға ишинимән

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси стефан дуҗаррич ахбарат елан қилиш йиғинида, дунйа күнтәртипигә даир мәсилиләр һәққидә қилған сөзидә, баш катип антонйо гутерресниң хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң қарариға интайин әһмийәт беридиғанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«баш катип гутеррес бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамәси вә хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң бәлгилимисигә асасән, хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң қарариниң иҗра қилдуруш күчигә игә икәнликини әскәртмәктә, һәмдә мунасивәтлик тәрәпләрниң бу қарарға қаттиқ риайә қилидиғанлиқиға ишәнмәктә.»

стефан дуҗаррич баш катип гутерресниң хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң «еһтийати тәдбир (тәдбир характерлик)» қарарлириға мунасивәтлик байаннамәни бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә сунидиғанлиқини әскәртти, һәмдә  хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң қарарлири иҗра қилинған йаки қилинмиған болушидин қәтийнәзәр, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ғәззә хәлқигә техиму көп инсанпәрвәрлик йардәм бериш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини қәйт қилди.

хәлқара әдлийә сот мәһкимиси түнүгүн елан қилған йеңи «еһтийати тәдбир (тәдбир характерлик)» қарарлирида, исраилийәниң рәфаһқа қаратқан һуҗумлирини дәрһал тохтитиши, инсанпәрвәрлик йардәмләрни тосмаслиқи вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хадимлириниң ғәззәгә кирип, исраилийәниң уруш җинайәтлирини тәкшүрүшигә йол қойуши керәк дәп һөкүм чиқарғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر