дунйа сәһийә тәшкилати: «ковид – 19» йуқуми нәтиҗисидә өмүр қисқарди

дунйа сәһийә тәшкилати «ковид – 19» йуқуми нәтиҗисидә дунйа миқйасида йашаш муддитиниң тәхминән 2 йил қисқарғанлиқини билдүрди.

2144129
дунйа сәһийә тәшкилати: «ковид – 19» йуқуми нәтиҗисидә өмүр қисқарди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң тор бетидә елан қилинған байанатта көрситилишичә, «ковид – 19» йуқуми оттуриға чиқиштин бурун, дунйа миқйасида оттуричә узун өмүр көрүшкә мунасивәтлик хушаллинарлиқ әһваллар көрүлгән, әмма ковид – 19» йуқуми оттуриға чиққандин кейин, йашаш муддитидә қисқираш көрүлгән.

2019 – 2021 – йиллири «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин инсанларниң оттуричә өмри 1.8 йаш қисқирап, оттура һесаб билән 71.4 йашқа чүшүп қалған.

дунйа сәһийә тәшкилати баш дериктори тедрос аданом гебрейус, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:

«‹ковид – 19› йуқуми қисқиғина 2 йил ичидә 10 йиллиқ узун өмүрни қисқартивәтти. кәлгүси әвладларни қоғдаш үчүн һәрқайси дөләтләр йәр шари характерлик йуқум келишими түзүш мәсилисидә бирдәклик һасил қилиши керәк.»

дунйа сәһийә тәшкилатиниң «дунйаниң 2024 - йиллиқ сәһийә саһәсидики әһвалиға нәзәр» намлиқ истатистикилиқ доклатиға қариғанда, америка қитәси билән шәрқий җәнубий асийа дөләтлири «ковид – 19» йуқуминиң әң көп тәсиригә учриған. 2020 – 2021 – йиллири америка қитәсидә «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин  әң көп өлүм һадисилири көрүлгән. ғәрбий тинч окйан дөләтлири «ковид – 19» йуқуми оттуриға чиққан алдинқи икки йилда вирусниң тәсиригә әң аз учриған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر