русийәниң одессаға қилған һуҗумида 1 киши қаза қилип, 18 киши йариланди

одесса районлуқ башқуруш идарисиниң башлиқи олег кипер телеграмма қанилида елан қилған байанатида, русийәниң одессаға һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

2015028
русийәниң одессаға қилған һуҗумида 1 киши қаза қилип, 18 киши йариланди

түркийә авази радйоси хәвири:  одесса районлуқ башқуруш идарисиниң башлиқи олег кипер русийәниң һуҗуминиң бир «террорлуқ» һуҗуми икәнликини илгири сүрүп, һуҗумда шәһәрдики ул- әслиһә, өй вә диний имарәтләрниң еғир бузғунчилиққа учриғанлиқини ейтти.

кипер: «һуҗумда төт кичик балини қошқанда, җәмий  18 киши йариланди вә  бәхткә қарши бир пуқра қаза қилди. қурбанларниң йеқин- йоруқлириға тәзийә билдүримән» деди.

буниңдин башқа йәнә, һуҗумда одессадики спасо-пребраҗенский чоң черкавиниң еғир зийанға учриғанлиқини вә одесса шәһәр башлиқи геннади трухановниң нәқ мәйданға йетип барғанлиқини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر