б д т хитай билән тәйвәнни өзини тутувелишқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайниң игилик һоқуқиниң кимгә тәвә икәнлики мәсилисидә ихтилаплиқ «тәйвән арили» вә әтрапида кәң көләмлик һәрбий маневир өткүзүшкә башлиғандин кейин, хитай билән тәйвәнни өзини тутувелишқа чақирди.

2143744
б д т хитай билән тәйвәнни өзини тутувелишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати байанатчиси стефан дуҗаррик күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у «тәйвән боғузи» дики өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди:

«һәрқайси тәрәпләрни райондики җиддийчиликни техиму әвҗ алдуруветидиған қәдәмләрдин сақлинишқа чақиримиз.»

у бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хитай мәсилисидә, б д т омумий кеңишиниң 1971-йилдики қарариға асасән һәрикәт қиливатқанлиқини ейтти.

хитай тәйвәнниң йеңи пирезиденти ләй чиңде вәзипигә олтуруп үч күндин кейин, «тәйвән арили» вә әтрапида кәң көләмлик һәрбий маневир өткүзүшкә башлиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر