шолз: путин хаталашқанлиқини билмәйватиду

германийә баш министири олаф шолз русийә пирезиденти путинниң украинаға таҗавузчилиқ уруши қозғап, хәлқара тәртипкә бузғунчилиқ қилғанлиқини вә буниңда хаталишиватқанлиқини билдүрди.

2143994
шолз: путин хаталашқанлиқини билмәйватиду

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири олаф шолз «иқтисадшунас» журнилида мақалә елан қилип, русийә пирезиденти владимир путинниң украинаға қилған һуҗуминиң, хәлқара тәртипниң асасий пиринсиплириға (чеграни зорлуқ билән өзгәртмәслик, барлиқ дөләтләрниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилиш, қошнисиға тәһдит салмаслиқ) бузғунчилиқ қилғанлиқини ейтти.

баш министир шолзниң қәйт қилиишичә, путин « русийә империйәси» ни тирилдүрүп, украина вә беларусийәни «қорчақ дөләт» кә айландурмақчикән.

у мақалисидә мундақ дәйду:

«бу рәһимсиз империйә җаһангирлик қизғинлиқниң қәйәрдә вә қачан ахирлишидиғанлиқини путиндин башқа һечким билмәйду. бирақ, русийә рәһбириниң пилани нәтиҗигә еришәлмәйду. чүнки йавропа иттипақиниң әзалири украинаниң әң чоң пул-муамилә вә иқтисадий иттипақдиши һесаблиниду. германийә бүгүнгичә һәрбий йардәм үчүн өз алдиға 28 милйард йавро аҗратти. германийә бу җәһәттә пәқәт америкадинла кейин туриду.»

у буниңдин башқа йәнә, путинниң демократик күчләрни украинани узун йилларғичә қоллийалмайду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп, мундақ дәйду:

«көпчилик путинниң хаталиқини испатлаш үчүн украинани кәң көләмдә қоллашни капаләткә игә қилип, буни өзлириниң өйидин башлиши керәк. бу украинаға йардәм беришниң өзимизниң бихәтәрликигә мәбләғ селиш икәнликини қайта-қайта чүшәндүрүш арқилиқ әмәлгә ашиду.

у мақалисидә, шималий атлантик әһди тәшкилати-натониң русийә билән зиддийәтләшмигәнликини вә тоқунушта бир тәрәпкә биваситә йанбасмиғанлиқини әскәртти.

у ахирида, германийәниң украинани қоллайдиғанлиқини вә дөләт армийәси (германийә федератсийә җумһурийити қораллиқ күчлири) ни йавропадики әң күчлүк армийә қилип қуруп чиқишни нишан қилғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر