һиндистанда партлаш йүз берип 9 адәм қаза қилди

һиндистанниң махараштира өлкисидики бир завутта йүз бәргән партлаш вә униңдин кейинки от апитидә, 9 адәм қаза қилди.

2143788
һиндистанда партлаш йүз берип 9 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: тане райониниң әмәлдари сачин сеҗалниң һиндистанниң  «Press Trust of India» ахбарат агентлиқиға бәргән байанатида билдүрүшичә, химийәлик мадда ишләпчиқириш завутиниң пар қазинида йүз бәргән партлаш от апитини кәлтүрүп чиқарған.

вәқәдә, 9 киши қаза қилған, 64 киш йариланған.

от өчүрүш әтрәтлири от апитини  контрол астиға алған болуп, партлаш сәвәбини тәкшүрүш башланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر