одессаға қилинған башқурулидиған бомба һуҗумида үч киши қаза қилди

украинаниң одесса шәһиригә қилинған башқурулидиған бомба һуҗумида үч адәм қаза қилди.

1999427
одессаға қилинған башқурулидиған бомба һуҗумида үч киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина җәнубий һәрбий һәрикәт қоманданлиқ иштаби байанат елан қилип, русийәниң қара деңиздин одесса шәһиригә 4 данә йирақ мусапилик йуқири сәзгүрлүккә игә «калибр» намлиқ башқурулидиған бомба қойуп бәргәнлики уқтурди.

байанатта, башқурулидиған бомбилардин иккисиниң украина мудапиә системиси тәрипидин пачақланғанлиқи, йәнә иккисиниң шевченко сода мәркизи вә униң әтрапидики биналарға зийан йәткүзгәнлики қәйт қилинди.

украина җиддий ишларға тақабил туруш идарисиниң билдүрүшичә, һуҗумда үч адәм қаза қилған, йәттә адәм йариланған болуп, издәш вә қутқузуш әтритиниң нәқ мәйдандики хизмәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر