хитай армийәсиниң тәклимакан қумлуқида америка авийаматкисиниң моделини йасиғанлиқи ашкариланди

хитай армийәсиниң тәклимакан қумлуқида америка авийаматкисиниң тәқлидий моделини йасиғанлиқи оттуриға чиқти.

1730953
хитай армийәсиниң тәклимакан қумлуқида америка авийаматкисиниң моделини йасиғанлиқи ашкариланди

түркийә авази радийоси хәвири: тәклимакан қумлуқида йасалған бу модел америка деңиз армийәси тәрипидин тартилған сүний һәмраһ фото – сүрити сайисида ашкариланди.

сүний һәмраһ фото – сүрәтлири, америка авийаматкисиниң толуқ һәҗимлик бир модели билән кәм дегәндә икки башқурулидиған бомба қоғлиғучи америка парахотиниң толуқ әкс әттүрүлгәнликини көрсәтти.

сүрәтләрни елан қилған америка деңиз армийәси институти, бу районниң баллистик башқурулидиған бомба мәшиқи үчүн ишлитилгәнликини оттуриға қойди.

җәнубий деңиз вә тәйвән деңиз тәвәликидә америка деңиз армийәсиниң барғансери актип һәрикәт қилишиға башлиғанлиқини көргән хитай, буниңға қарши тәдбир характерлик қәдимини тезләтти.

хитайниң йадро қорал амбирини вә армийәсини заманивилаштуруш һәрикитини күчәйтиши, йеңи бир әвлад уруш техникисиға йүзлиниши американиң әндишисини күчәйтивәтти.

пентагонниң әң йеңи доклатида, хитай армийәсиниң җәнубий хитай деңизида һәқиқий баллистик башқурулидиған бомбиларни ишлитип маневир өткүзгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر