помпейо: хитай уйғурларни бастуруш арқилиқ хәлқара қанунни дәпсәндә қиливатиду

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо хитайниң уйғур түрклиригә қарши бастуруш сийасәтлирини йолға қойуш арқилиқ хәлқара қанунни дәпсәндә қиливатқанлиқини билдүрди.

1261487
помпейо: хитай уйғурларни бастуруш арқилиқ хәлқара қанунни дәпсәндә қиливатиду

түркийә авази радийоси хәвири: министир помпейо уйғур аптоном районида йүз бериватқан өзгиришләр тоғрулуқ аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, хитайниң уйғурларға қаратқан аммиви һалда тутқун қилиш сийаситини изчил давамлаштуруватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «уйғур аптоном районида уйғур түрклиригә қаритилған аммиви һалда тутқун қилиш вә йоқитиш вәқәлири тоғрулуқ давамлиқ ишәнчилик доклатлар келиватиду. хитайни йәнә бир қетим һәм хәлқара қанунни һәм өзиниң қанун – бәлгилимилирини дәпсәндә қилидиған бундақ бастуруш тактикилирини тохтитишқа чақиримән.»

хәлқара җамаәтчилик хитайни йеқинқи йилларда уйғур түрклири йашаватқан уйғур аптоном районида «тәрбийәләш мәркәзлири» намида астида паалийәт елип бериватқан лагерлири арқилиқ уйғурларниң кимлики вә мәдәнийитини дәпсәндә қилиш билән тәнқид қилмақта.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә әза 22 дөләт, 11 – ийул күни бейҗиңға, хитайниң уйғур аптоном районидики уйғурлар вә башқа аз санлиқларға қаратқан муамилисини тәнқид қилип, һәмдә хитайни аммиви һалда назарәт астиға елиш вәқәлирини тохтитишқа чақирип, мәктуп йоллиғаниди.

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң доклатида, йеқинқи икки йил ичидә уйғур аптоном районида көп санда кишиниң «хәвпниң алдини елиш тәдбири» нами астида бигунаһ һалда тутқун қилинғанлиқи, «сийасий җәһәттин хәтәрлик» дәп қаралған шәхсләрниң һечқандақ бир әдлийә органиниң қарари болмастинла йиғивелиш лагерлириға әвәтилгәнлики әскәртилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر