америка оттура шәрққә абраһам линколин авийаматкасини әвәтти

америка дөләт мудапиә министири вәкили патрик шейнахан деңиз армийәсиниң «у с с абраһам линколин» (USS Abdraham Lincoln) намлиқ авийаматкаси һуҗум гурупписиниң оттура шәрққә әвәтилгәнликини билдүрди.

1196332
америка оттура шәрққә абраһам линколин авийаматкасини әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири вәкили патрик шейнахан деңиз армийәсиниң «у с с абраһам линколин» намлиқ авийаматкаси вә һуҗум гурупписиниң, иран қисимлири тәһдит пәйда қилған аламәтләр көрүлгәнлики сәвәбидин оттура шәрққә әвәтилгәнликини билдүрди.

америка дөләт мудапиә министири вәкили патрик шейнахан твиттерда елан қилған байанатида: «абраһам линколин авийаматкаси һуҗум гурупписи билән америка һава армийәсиниң бомбардиманчи күчи мениң тәстиқим билән мәркизий қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) райониға әвәтилди. бу иран күчлири пәйда қилған тәһдит аламәтлиригә җавабән, һәрбий қисимларниң тәдбир мәқсәтлик орун алмаштурушидур» деди.

у байанатида иранға чақириқ қилип: «иран һакимийитигә барлиқ иғвагәрчиликләрни тохтитишни чақириқ қилимиз. қисимлиримизға вә мәнпәәтлиримизгә қаритилған һәр қандақ һуҗумға, иран һакимийитини җавабкар дәп қараймиз» деди.

абраһам линколин авийаматкаси бир һәрбий маневирға қатнишиш үчүн италийә деңиз тәвәликидә туруватқан иди.

америка ақсарай дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җон болтон 5-май байанат елан қилип, абраһам линколин авийаматкасиниң бомбардиманчи күчи билән бирликтә парс қолтуқиға әвәтилгәнликини вә буниң иранға берилгән «ениқ вә кәскин учур» икәнликини билдүргән иди.

америка таратқулиридики бәзи хәвәрләрдә, мәзкур қарарниң, исираилийә истихбарат идарисиниң америкаға, иранниң райондики америка әскәрлиригә һуҗум қилиш тәййарлиқини қиливатқанлиқи учурини йәткүзгәнлики сәвәбидин елинғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

икки һәптә бурун ақсарайда ечилған бир йиғинда исираилийә истихбарат идарисиниң иранниң еһтимал болған бир қанчә пиланини америка һөкүмитигә йәткүзгәнлики؛ иранниң, ирақ, сүрийә, сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ райондики америка нишанлириға һуҗум қилиш мумкинлики илгири сүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر