иран «һүрмүз боғузи» да һәрбий манивер өткүзиду
иран хәлқаралиқ нефит тиранспортиға нисбәтән« истиратегийәлик әһмийәткә игә түгүн» һесаблинидиған «һүрмүз боғузи» да һәрбий манивер башлинидиғанлиқини уқтурди.
1150118
түркийә авази радийоси хәвири: иран деңиз армийәсиниң қомандани майор генерал һүсәйин ханзадә, дөләтлик телевизийә қанилиға бәргән байанатида, әтә башлинидиған вә «вилайәт 97» намлиқ дәп аталған, 2 милйон кивадрат километирлиқ саһәдә өткүзүлидиған һәрбий маниверниң уда үч күн давамлишидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәрбий манивер <һүрмүз боғузи> дин <умман деңизи> вә <һинди окйан> ниң шималиғичә болған җайларда өткүзүлиду. уруш парахотлири, тик учар айропиланлар вә чарлаш айропиланлири қатнаштурулидиған һәрбий манивер җәрйанида, тунҗи қетим су асти парахотлиридин башқурулидиған бомба қойуп берилиду.»