йапонийәниң мудапиә саһәсини күчәйтишни пиланлаватқанлиқи билдүрүлди

йапонийә, дөләтниң әң чоң зәрбидарлар парахотини авийаматкиниң вәзиписини өтийәләйдиған шәкилгә айландурушни қарар қилди.

1109710
йапонийәниң мудапиә саһәсини күчәйтишни пиланлаватқанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт телевизийәси NHK ниң хәвиригә қариғанда, ички кабинит йиғинида йеңи миллий мудапиә низамнамиси қобул қилинған. низамнамидә, йапонийәниң әтрапида «еғир» хәвпсизлик мәсилилириниң барлиқи тәкитләнгән, хитайниң деңизларда вә һавада тез сүрәттә һәрбий паалийәтләрни елип бериватқанлиқи, аләм бошлуқида нопуз йаритишқа тиришиватқанлиқи илгири сүрүлгән.

йеңи мәзгилдә хитайниң бу тиришчанлиқлириға наразилиқ билдүрүлидиғанлиқи әскәртилгән низамнамидә, шималий корейәниң йадро қорали вә баллистик башқурулидиған бомбилириниң асасән бурунқи һалитини сақлап қелип, йапонийәгә тәһдит болушни давамлаштуруватқанлиқи тәкитләнгән.

низамнамидә, йапонийәниң 5 йиллиқ пиланни мәркәз қилған йеңи нишанлириғиму орун берилгән болуп, бу даиридә йапонийә көп тәрәплимилик вә бир – биригә мас мудапиә күчи шәкилләндүридикән. бу күч һава, деңиз вә қуруқлуқтин ибарәт адәттики саһәләр билән бирликтә, истратегийәлик җәһәттин аләм бошлуқида вә сибәр аләм бошлуқи саһәлиридә вәзипә өтәйдикән. бу мәқсәттә, йеңи бир аләм бошлуқи қисимлири қурулидикән вә нөвәттики сибәр аләм бошлуқи тармиқиниң даириси кеңәйтилидикән.

низамнамидә йәнә тинч окйандики мудапиәни күчәйтиш үчүн, дөләтниң әң чоң зәрбидарлар парахоти – изумониң 5 йил ичидә дәврниң еһтийаҗлирини қамдийалайдиған шәкилдә бир авийаматкиға охшаш һаләткә кәлтүрүлүши тәләп қилинған.

буниңдин башқа, 42 данә заманиви F-35B вә 63 данә F-35A айропиланиниң сәплиниши керәклики, асасий қанундики «уруштин сақлиниш» дегән мадда йүзисидин айропиланларни «һуҗум» мәқсәтлик ишлитишниң мумкин әмәслики, шуңа җиддий әһваллар билән мәшиқ ишлирида ишлитилидиғанлиқи әскәртилгән.

2019 – 2023 малийә йиллирини өз ичигә алидиған низамнамидә, мудапиә чиқимлириниң алдимиздики бәш йилда 27 тирилйон йән (240 милйард доллар) гә йетидиғанлиқи, мудапиә министирлиқиниң 17 милйард доллар әтрапида чиқимни теҗәйдиғанлиқи елан қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر