путин мустәқил дөләтләр гәвдисигә әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән ғәйрий рәсмий учрашти

русийә пирезиденти виладимир путин, мустәқил дөләтләр гәвдисигә әза әлләрниң рәһбәрлири билән ғәйрий рәсмий учришиш өткүзди.

876588
путин мустәқил дөләтләр гәвдисигә әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән ғәйрий рәсмий учрашти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин, мустәқил дөләтләр гәвдисигә әза әлләрниң рәһбәрлири билән ғәйрий рәсмий учришиш өткүзүп, әза дөләтләрниң иҗтимаий – иқтисадий тәрәққийати, муқимлиқи вә хәвпсизликини күчәйтиш дегәндәк мәсилиләрни һәл қилиш йолида хизмәт қилишни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

русийә пирезиденти виладимир путин, «йеңи йил кириштин илгири, буниңдин бурун дейишкинимиз бойичә ғәйрий рәсмий муһитта учришип, мустәқил дөләтләр гәвдиси даирисидә йеқинқи бир йилниң ортақ хизмәтлирини муһакимә қилишни, келәчәккә даир пиланлиримизни оттуриға қойушни, шундақла район вә дунйа күнтәртипидики мәсилиләр тоғрисида муһакимә елип беришқа мувәппәқ болғанлиқимиз үчүн хушалмән» деди.

виладимир путин, йеқинқи бир йилда дөләтләр арисидики бир гәвдилишишни илгири сүрүш тиришчанлиқлириниң күчәйгәнликини билдүрүп, «гәвдигә әза дөләтләр террор, чегра һалқиған җинайи қилмишлар вә зәһәрлик чекимлик әткәсчиликигә қарши күрәштики һәмкарлиқини күчәйтмәктә» дегәнләрни қәйт қилди.

дөләтләр арисидики содидиму көрүнәрлик ешиш һасил қилинғанлиқини билдүргән путин, «9 айлиқ санлиқ мәлуматларға асасланғанда, сода төттә бир ашқан» деди.

мустәқил дөләтләр гәвдиси байриқи астида һәр хил саһәләр бойичә һәмкарлиқниң чоңқурлаштурулушиниң пүткүл дөләтләрниң түп мәнпәәтлирини әмәлгә ашурғанлиқиға ишинидиғанлиқини тилға алған путин, «бирликтә дөләтлиримизниң иҗтимаий – иқтисадий тәрәққийати, муқимлиқи вә хәвпсизликини күчәйтишкә алақидар мәсилиләрни һәл қилишқа тиришимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر