әрдоған: барзани һөкүмитини йәнә бир қетим агаһландуримән

җумһур рәис әрдоған ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң мустәқиллиқ реферандуми өткүзүш қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

812576
әрдоған: барзани һөкүмитини йәнә бир қетим агаһландуримән

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлиридики учришишлирини тамамлиған әрдоған зийарити җәрйанида өзигә һәмраһ болған журналистлар билән сөһбәт өткүзгәндә ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң мустәқиллиқ реферандуми өткүзүш қарари тоғрулуқ тохталғанда  мундақ деди: «барзани һөкүмитини йәнә бир қетим агаһландуримән, хата йолда меңиштин ваз кечиңлар. шуни билиңларки, у земинлар пәқәт кордларғила аит әмәс. бәзиләрниң у йәрләрдә худди өзлирила бардәк һәрикәт қилиши һәқиқәтәнму чоң хаталиқ болуп, бу мәсилиниң ислам тарихи тәрипини нәзәрдә тутқинимизда, әһвалниң пүтүнләй башқичә икәнликини көримиз. бу һәқтә бәзиләрниң худини йоқитип қойуватқанлиқини көрүватимиз.  шималий ирақ һөкүмити немә қилидиғанлиқини йахши ойлиши лазим. ирақ һөкүмитиму асасий қанунға асасән <силәрниң бу һәрикитиңлар хата> дәп қарар чиқарди. әмма улар техичә нийитидин ваз кәчмәйватиду. бизгә айан болушичә, америкиму реферандум қарарини хата дәп қаримақта.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 72 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини җәрйанида 20 ға йеқин икки тәрәплик учришишларни елип барғанлиқини әскәрткән әрдоған, учришишларда ирақ вә сүрийә мәсилилириниң алдинқи пиланға чиққанлиқини қәйт қилди һәмдә трамп билән елип барған учришиши тоғрилиқму тохтилип мундақ деди: «трамп билән елип барған учришишимизниң асаслиқ күнтәртип маддисиниму сүрийә, ирақ, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәсилилири тәшкил қилди. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши тоғрулуқ америка даирилириға 85 йешик һөҗҗәт бәрдуқ. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши америкида әдлийә вә шуниңға охшиған бир басқучниң ичидиму әмәс, шундақтиму америка даирилири уни бизгә тапшуруп бәрмәйватиду, әгәр улар халиса уни бизгә асанла тапшуруп берәләйду, әмма немишқикин уни бизгә тапшуруп беришкә көңүлшимәйватиду. бу адәмни чоңқур ойға салиду. вақти - саити йетип кәлгәндә ойлиғанлиримизни техиму очуқ - ашкара һалда оттуриға қойимиз.»

әрдоған трамп билән елип барған учришишида с – 400 типлиқ башқурулидиған бомба мәсилисиниң күнтәртипкә келип кәлмигәнликигә алақидар соалға җаваб бәргәндә мундақ деди: «трамп маңа с – 400 типлиқ башқурулидиған бомба мәсилиси тоғрулуқ сөз ачмиди. бу бизниң ирадимизниң қәтийликини көрситиду. йәнә шу нуқтиниму әскәртип өтүш керәкки, бизгә буниң орниға башқа бир нәрсә берәлмисә, америкилиқларниң бу мәсилә һәққидә сөз ечиши мумкин әмәс.»

у йәнә, аракан мәсилисидә пүткүл дунйаниң техичә сүкүттә туруватқанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر