ғәззәдә исраилийәниң қәтлиамлирида өлгәнләрниң сани 35 миң 709 ға йәтти

исраилийә армийәсиниң 2023-йили 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилған пәләстинликләрниң сани йеқинқи 24 саәт ичидә 62 адәм көпийип, 35 миң 709 ға йәтти.

2143028
ғәззәдә исраилийәниң қәтлиамлирида өлгәнләрниң сани 35 миң 709 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқи тәрипидин елан қилған байанатта, исраилийәниң уда 229 күндин буйан ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлири һәққидә мәлумат берилди.

байанатта, исраилийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәт ичидә ғәззәниң охшимиған районлирида йүргүзгән 6 қетимлиқ қәтлиамлири давамида йәнә 62 пәләстинликниң һайатидин айрилғанлиқи вә 138 пәләстинликниң йариланғанлиқи байан қилинди.

исраилийәниң 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилғанлар саниниң 35 миң 709 ға, йариланғанлар саниниң 79 миң 990 ға йәткәнлики әскәртилди.

байанатта йәнә, харабиликләрниң астида вә йол бойлиридиму өлүкләрниң барлиқи, әмма исраилийә әскәрлириниң тосалғу болуши сәвәбидин давалаш әтрәтлири билән хәлқ мудапиә хадимлириниң җәсәтләрни алалмайватқанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر