йавропа иттипақидики бәзи дөләтләр гирузийә үчүн виза әркинликини бикар қилишни ойлишиватиду

голландийә, чехийә, естонийә вә шиветсийәни өз ичигә алған йавропа иттипақиға әза бәзи дөләтләр «чәт әлниң тәсиригә қарита очуқ – йоруқ болуш» қануни сәвәбидин гирузийә үчүн виза әркинликини бикар қилишни ойлишиватиду.

2142912
йавропа иттипақидики бәзи дөләтләр гирузийә үчүн виза әркинликини бикар қилишни ойлишиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: «‹Financial Times› гезити» ниң хәвиригә қариғанда, голландийә, чехийә, естонийә вә шиветсийәни өз ичигә алған йавропа иттипақиға әза бәзи дөләтләрниң вәкиллири йавропа иттипақиниң қанун чиқириш органлириға тиблисқа ембарго йүргүзүш тәклипи сунған болуп, бу тәклипләр арисида гирузийәниң йавропа иттипақидики мал – мүлүклирини тоңлитип қойуш вә «чәт әллик җасус» қанунини қоллайдиған сийасийонларға қарита кишилик ембарголарниму өз ичигә алидикән.

йавропа иттипақи 2017-йили гирузийә пуқралириға виза елиш рәсмийитини бикар қилғаниди.

йавропалиқ бир дипломат «‹Financial Times› гезити» гә бәргән байанатида, бәзи дөләтләрниң гирузийә пуқралириға виза әркинликини бикар қилишни қоллимайдиғанлиқини тәкитләп мундақ дегән:

 «чоқум хата кишиләрниң <ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики> гә киргүзүлүп қелиштин сақлиниш керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر