русийә фирансийәни агаһландурди

русийә фирансийә билән болған мунасивәтниң «соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридикигә селиштурғили болмиғудәк дәриҗидә тәңдашсиз чоңқур киризис ичидә» икәнликини илгири сүрди.

2143040
русийә фирансийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәси ташқи ишлар министирлиқиниң йавропа башқармиси башлиқи артйом стоденникоф «рийа новости» агентлиқиниң мунасивәтлик соаллириға җаваб берип: «русийә-фирансийә мунасивити һәқиқәтән чоңқур киризисқа дуч кәлди, вәзийәтни соғуқ уруш дәври биләнму селиштурғили болмайду. дөләтләр оттурисидики һәмкарлиқниң асаслиқ саһәлири, сийасәт вә иқтисадтинла ибарәт әмәс؛ мәдәнийәт, маарип вә тәнтәрбийә саһәлиридики мунасивәтләрму фирансийә тәрәпниң тосқунлуқиға учримақта.

студенникоф парижниң украинаға әскәр әвәтиш пиланиға баһа берип: «очуқини ейтқанда, әгәр бу хил әһвал көрүлсә, униңға қайтурулидиған инкас тәдбирлири сийасий саһәдин һалқип кетиду. биз фирансийә тәрәпни бу мәсилә тоғрисида көп қетим агаһландурдуқ» деди.

у йәнә, буниң москваниң таллиши әмәс, бәлки «ғәрбниң узун йиллар бойичә русийәгә йүргүзгән, ақивәт бир арилашма урушқа айлинип кәткән бесим сийасити»ниң нәтиҗиси икәнликини оттуриға қойди.

фирансийә президенти еммануел макрон русийә армийәси алдинқи сәпни бөсүп өткән вә кийев йардәм тәләп қилған тәқдирдә, украинаға әскәр әвәтиш мумкинчилики барлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر