йавропа иттипақи билән молдова бихәтәрлик келишими имзалиди

йавропа иттипақи билән молдова бихәтәрлик саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш келишими имзалиди.

2142877
йавропа иттипақи билән молдова бихәтәрлик келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиға нисбәтән бир йеңилиқ һесаблинидиған мәзкур келишимни йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел билән молдова баш министири дорин рейсейан имзалиди.

боррел байанат берип: «молдова йавропа иттипақи билән мудапиә вә бихәтәрлик саһәсидә һәмкарлиқ келишими имзалиған тунҗи дөләт. бу һәмкарлиқ дөләтниң күчини ашуриду, бихәтәрлик тәһдитлиригә бирликтә тақабил турушимизға, техиму үнүмлүк тәдбирләрни қоллинип, йеңи саһәләрдә һәмкарлиқларни орнитишимизға вә башлишимизға капаләтлик қилиду» деди.

йавропа иттипақи йәнә, әза дөләтләр билән бирликтә вилнйуста мақулланған 7 дөләт гуруһи хитабнамәсиниң давами сүпитидики бир бихәтәрлик келишими түзүшкә тәййарлиқ қилмақта. германийәниң «Welt am Sonntag» гезити, бу келишимниң 6-айниң ахириғичә тамамлинишиниң пиланланғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر