ирақ: биз мәсилини йол қоймастин һәл қилишқа тәййар... хаталиқни биз әмәс, улар садир қилди

ирақ баш министири һәйдәр әлибади, беләт ташлаш паалийитиниң кечиктүрүлүши әмәс, пүтүнләй әмәлдин қалдурулуши керәкликини ейтти.

810526
ирақ: биз мәсилини йол қоймастин һәл қилишқа тәййар... хаталиқни биз әмәс, улар садир қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министири һәйдәр әлибади, ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң 25 – сентәбирдә өткүзүшни пиланлаватқан омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң кечиктүрүлүши әмәс, пүтүнләй әмәлдин қалдурулуши керәкликини ейтти.

ирақ баш министири һәйдәр әлибади бағдадтики һөкүмәт сарийида бир қисим мәһәллий вә хәлқара таратқулар, шундақла истратегийә орунлириниң вәкиллири билән көрүшүп, шималий ирақтики омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити тоғрисида тохталди. у мундақ деди: «ирақ асасий қануниға шималдин җәнубқичә пүткүл ирақлиқлар беләт ташлиди. дөләттики алақидар барлиқ органлар омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң мәзкур асасий қанунға зит икәнликигә һөкүм қилди. һәммә буниңға риайә қилиши керәк. сән (мәсут барзани) күрдистан районида омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити орунлаштурғудәк көп санлиққа игә әмәссән. корд әмәс башқа кишиләр қәйәргә кетиду.»

һәйдәр әлибади, бу омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитигә пүтүнләй қарши икәнликлирини тәкитләп, «беләт ташлаш паалийитини мәйли һазир мәйли келәчәктә болсун, мәйли ирақ корд районлуқ һөкүмитидә йаки башқа җайларда өткүзүлсүн, тәлтөкүс рәт қилимиз. кечиктүрүлүши әмәс, пүтүнләй әмәлдин қалдурулуши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

ирақ корд районлуқ һөкүмити әмәлдарлириниң беләт ташлаш паалийитигә алақидар сөзлириниң «хәтәрлик йөнилишкә қарап кетиватқанлиқи» ни әскәрткән һәйдәр әлибади, бағдадниң корд әмәлдарларға пүткүл дийалог ишиклирини очуқ тутуватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

«беләт ташлаш арқилиқ дөлитимизни аҗизлитиш көзлиниватиду. (ағдуруветилгән пирезидент) саддам (һүсәйин) ниң хаталиқлири бүгүн тәкрарланмақта. йәнә келип, бу иш түпәйли қошна дөләтлиримизниң бихәтәрликигә зийан йәткүзүшни халимаймиз» дегән ирақ баш министири, «мәсилини қәтий йол қоймастин һәл қилишқа тәййармиз. чүнки, хаталиқни биз әмәс, улар (ирақ корд районлуқ һөкүмити) садир қилди» деди.

ирақ баш министири һәйдәр әлибади сөзи җәрйанида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән өткүзгән учришиши тоғрисидиму тохтилип, «әрдоған билән телефондики көрүшүшимиз наһайити күчлүк, мәнилик вә рошән иди. бу, башқа түрк әмәлдарлар билән өткүзгән учришишимиз үчүнму күчкә игә. түркийә билән бу җәһәттә наһайити күчлүк һәмкарлиқимиз бар. түркийәниң омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитигә қарши ирақниң земин пүтүнлүкини қоғдаш җәһәттики позитсийәси интайин рошән болуп, буни очуқ шәкилдә көрүватимиз, һес қиливатимиз. буму бизгә нисбәтән толиму хушаллинарлиқ бир иш» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر