америка аласкаға йеқин җайда русийәгә тәвә 4 чарлиғучи айропиланни тосувалди

америка қошма иштатлири шималий америка һава мудапиә қоманданлиқ оргини «NORAD» аласкаға йеқин җайда русийәгә тәвә 4 деңиз разведка айропиланиниң тосувилинғанлиқини билдүрди.

1444710
америка аласкаға йеқин җайда русийәгә тәвә 4 чарлиғучи айропиланни тосувалди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий америка һава мудапиә қоманданлиқ оргини «NORAD»  елан қилған байанатида, «F-22 Raptor» типлиқ күрәшчи айропиланлириниң түнүгүн аласка әтрапида русийәгә тәвә «Tu-142» типлиқ 4 деңиз разведка айропиланиниң алдини тосқанлиқини доклат қилди.

байанатта мәзкур русийә айропиланлириниң аласка деңиз қирғиқиға тәхминән 65 деңиз мили йеқинлашқанлиқи вә бу районда 8 саәт турғанлиқи уқтурулди.

бу қетимқи алдини тосуш һәрикитини қошқанда, америка өткән бир йил ичидә аласкаға йеқин җайда җәмий 10 қетим русийә билән доқурушқан болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر