һаққарида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

һаққари вилайитиниң қавақли районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1444294
һаққарида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «ички бихәтәрликни қоғдаш һәрбий һәрикәтлири даирисидә, һаққари вилайитиниң қавақли районида, вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики баш идариси вә вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин  һава йардими астида ортақ елип берилған һәрбий һәрикәт давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди, уларниң қорал – йарағлири пачақлап ташланди. районда һәрбий һәрикәт давамлашмақта.»

министирлиқ байанатида йәнә, мардин вилайитиниң дәрик наһийәсидә елип берилған һәрбий һәрикәт давамида бир террорчиниң тирик қолға чүшкәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر