фидан пәләстин йиғинлири үчүн бирйусселда зийарәттә болиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан әтә белгийәниң пайтәхти бирйусселға берип, «пәләстин» темисидики йиғинларға қатнишиду.

2144127
фидан пәләстин йиғинлири үчүн бирйусселда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта көрситилишичә, бирйусселда чақирилидиған пәләстин йиғинлирида, ғәззәдики өзгиришләр, барғансери еғирлишиватқан инсаний тирагедийә вә пәләстин дөлитиниң техиму көп дөләт тәрипидин етирап қилинишиға капаләтлик қилиш тиришчанлиқлири музакирә қилинидикән.

зийарити даирисидә икки тәрәплик учришишларни елип баридиған министир фидан, пәләстингә давамлиқ йардәм қиливатқан хәлқаралиқ иттипақдаш дөләтләрниң рәһбәрлири пәләстин баш министири муһәммәд мустапа билән бир йәргә җәм болидиған «хәлқара иттипақдашлар учришиши» йиғиниға қатнишидикән.

йиғинда, пәләстин баш министири мустапа һөкүмитиниң муһим пилан лайиһәлири вә пәләстин хәлқи дуч келиватқан хирислар һәққидә доклат беридикән.

рәһбәрләр пәләстин һөкүмити билән өзара давамлиқ дийалог орнитиш, йеңи пәләстин һөкүмитиниң муһим күнтәртип маддилири, ғәззәдә дәрһал вә узун муддәтлик уруш тохтитиш,  пәләстин хәлқигә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүп бериш, ғәззәни қайта қуруш, ислаһат күнтәртипи вә иқтисадий вә пул-муамилә муқимлиқи қатарлиқ темиларни чөридигән һалда музакирә елип баридикән.

игилинишичә, ғәззәгә йәткүзүлүватқан инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң көп қисмини түркийә тәминлимәктә икән. шундақла, түркийә хәлқаралиқ һәр бир сәһнидә пәләстинни сийаси җәһәттин қоллимақта һәм пәләстинликләр ара бирлик вә баравәрликкә капаләтлик қилиш тиришчанлиқлирини тәшвиқ қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر