әминә әрдоған  «африқа күни» ни тәбриклиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған «25-май африқа күни» байримини тәбриклиди.

2144125
әминә әрдоған  «африқа күни» ни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: әминә әрдоған аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:

«африқа қитәси билән әбәдий мунасивәтлиримиз бар болуп, биз достлуқ вә қериндашлиқ сайиси астида бир гәвдигә айланған хәлқләрмиз. узун йиллар мабәйнидә сағламлиқ, маарип, мәдәнийәт вә башқа нурғун саһәләрдики һәмкарлиқимиз нәтиҗисидә техиму күчәйгән иттипақдашлиқимиз – һәмкарлиқ мунасивәтлиримизниң үзлүксиз давамлишиғиға тиләкдашмән. қәлбимдә унтулғусиз әслимиләр вә хатириләрни  қалдурған африқа қитәсиниң <африқа күни> байрими мубарәк болсун.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر