әрдоған әлийевға телеграмма йоллиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗанниң «28 – май мустәқиллиқ күни» мунасивити билән әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевға телеграмма йоллиди.

2144094
әрдоған әлийевға телеграмма йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидент мәһкимисиниң байанатиға қариғанда,  җумһур рәис әрдоған илһам әлийевға йоллиған телеграммасида мундақ дегән:

«әзәрбәйҗанниң мустәқил болғандин буйан меңиватқан йолидин пәхирлинимиз. түркийә болуш сүпитимиз билән, 2023-йили 9-айда земин пүтүнлүки мувәппәқийәтлик әслигә кәлгәндин кейинки тунҗи мустәқиллиқ күнидә, қериндаш дөләт әзәрбәйҗан хәлқиниң шан - шәрәпи вә хушаллиқидин тәң бәһримән болимиз. әзәрбәйҗанниң һәм районда һәм йеқин әтраптики җуғрапийәдә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлиридин һәмишә пәхирлинимиз. <бир милләт, икки дөләт> роһиға асасән йуқири қатламлиқ истратегийәлик мунасивәтлиримизни техиму күчәйтиштики ортақ ирадимиздин интайин хушалмиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر