имәҗә сүний һәмраһи бүгүн қойуп берилиду

түркийәниң йәрлик вә миллий имканийәтләргә тайинип йасалған тунҗи йуқири ениқлиқтики көзитиш сүний һәмраһи имәҗә (İMECE) бүгүн 14-апрел (2023) қойуп берилиду.

1974647
имәҗә сүний һәмраһи бүгүн қойуп берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: санаәт вә технологийә министирлиқиниң йазма байанатида қәйт қилинишичә, түбитак (түркийә пән- техника тәтқиқат оргини) тәрипидин лайиһәләнгән имәҗәниң аләмгә қойуп берилиши үчүн тәтүр санақ башланған.

имәҗә икки қетимлиқ кечиктүрүлүштин кейин, бүгүн әнқәрә вақти 9 дин 48 минут өткәндә американиң ванденбург аләм базисидин қойуп берилиду.

әнқәрәдики түбитак аләм мәркизидә, санаәт вә технологийә министири мустафа варанк, җумһур рәислик мәһкимисиниң истратегийә вә хамчот ишлири идарисиниң башлиқи ибраһим шәнәл, мудапиә санаити идарисиниң башлиқи исмаил дәмир, рәқәмлик өзгәртиш ишханисиниң башлиқи әли таһа коч вә түбитак башлиқи һәсән мандал қатарлиқларниң қатнишиши астида имәҗәни қойуп бериш мурасими өткүүзлиду.

имәҗә сүний һәмраһи бәш йил бойичә нишанни пәрқләндүрүш, байқаш, тәбиий апәт вә деһқанчилиқ иҗраатлири қатарлиқ нурғун саһәләрдә дөләткә хизмәт қилиду.

имәҗә сүний һәмраһи дунйаниң һәр қандақ йеридин рәсим вә сенларға еришәләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر