қалин: түркийә көп йөнилишлик тәшәббуслирини изчил давамлаштуриду

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин түркийәниң тәңпуңлуқ позитсийәсини сақлап, бу һалқилиқ мәзгилдә тинчлиқ, муқимлиқ, бихәтәрлик вә адаләт орнитиш үчүн көп йөнилишлик тәшәббуслирини изчил давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

1812000
қалин: түркийә көп йөнилишлик тәшәббуслирини изчил давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: қалин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә,  24 – феврал күни партлиған русийә – украина уруши һәққидә елан қилған байанатида, украина киризисиниң барғансери чоңқурлашқан һалда давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «өзара хаталиқлар, йеңи күч тәңпуңлуқи издинишлири вә қисқа муддәтлик мәнпәәт пиланлири, оттура – узақ мәзгиллик зор истратегийәлик зийанларни елип келиду вә инсаний тирагедийәләрни кәлтүрүп чиқириду. нөвәттә биз йепйеңи бир соғуқ уруш дәвригә қәдәм қойдуқ. бу урушниң тәсири нәччә он йил давамлишиду. йемәклик вә енергийә бихәтәрликидин геополитикилиқ сийасий һәрикәтләндүргүч күч вә районлуқ  иттипақдашлиқларғичә болған һәр саһәдә йеңи күч тәңпуңлуқи орнитилиду. түркийә тәңпуңлуқ позитсийәсини сақлап, бу һалқилиқ мәзгилдә тинчлиқ, муқимлиқ, бихәтәрлик вә адаләт орнитиш үчүн көп йөнилишлик тәшәббуслирини изчил давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر