түркийә: хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң қарарлириниң тез иҗра қилинишини күтүватимиз

түркийә хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң барлиқ қарарлириниң исраилийә тәрипидин тез иҗра қилинишини күтүватқанлиқлирини билдүрди.

2144023
түркийә: хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң қарарлириниң тез иҗра қилинишини күтүватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң исраилийә һәққидә чиқарған «еһтийати тәдбир (тәдбир характерлик)» қарарлири  һәққидә елан қилған йазма байанатида, мундақ дейилди:

«хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң исраилийәниң рәфаһ райониға қаратқан һуҗумлирини дәрһал тохтитиши вә рәфаһ чегра еғизини инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири үчүн дәрһал ечиши тоғрисида чиқарған <еһтийати тәдбир (тәдбир характерлик)> қарарлиридин интайин хурсәнмиз.»

«дунйадики һечқандақ бир дөләт қанундин үстүн әмәс. хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң барлиқ қарарлириниң исраилийә тәрипидин тез иҗра қилинишини күтүватимиз. буниңға капаләтлик қилиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишини өз мәсулийитини ада қилишқа чақиримиз.»

хәлқара әдлийә сот мәһкимиси түнүгүн елан қилған йеңи «еһтийати тәдбир (тәдбир характерлик)» қарарлирида, исраилийәниң рәфаһқа қаратқан һуҗумлирини дәрһал тохтитиши, инсанпәрвәрлик йардәмләрни тосмаслиқи вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хадимлириниң ғәззәгә кирип, исраилийәниң уруш җинайәтлирини тәкшүрүшигә йол қойуши керәк дәп һөкүм чиқарғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر