қалин америка сийасий ишлар  мәслиһәтчиси нуланд билән көрүшти

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи сийасий ишлар мәслиһәтчиси викторийә нуланд билән бир йәргә җәм болди.

1807375
қалин америка сийасий ишлар  мәслиһәтчиси нуланд билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси байанат ишлири ишханисиниң билдүрүшичә, қалин билән америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи сийасий ишлар мәслиһәтчиси викторийә нуландниң җумһур рәислик мәһкимисидә ишқа ашурулған учришишида, русийә – украина урушини өз ичигә алған сүрийә, әзәрбәйҗан, әрменийә вә исраилийә қатарлиқ районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилған, шундақла, енергийә бихәтәрлики, дөләт мудапиәси һәмкарлиқи, түркийә – америка сийасий вә иқтисадий мунасивәтлири көздин кәчүрүлгән.

учришишта, истанбулда 29 – март күни өткүзүлгән русийә – украина тинчлиқ сөһбитиниң музакириләргә иҗабий тәсир көрситиватқанлиқи әскәртилиш билән бир вақитта, русийә – украина урушиға хатимә берилишини ишқа ашуруш йолида түркийәниң наһайити муһим рол ойнаватқанлиқи тәкитләнгән.

түркийә тәрәп, америка тәрәпкә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә, түркийәниң уруш тохтитишни ишқа ашуруш вә инсанпәрвәрлик йардәм каридорлириниң ечилиши йолида дипломатик тәшәббуслирини изчил давамлаштуридиғанлиқини йәткүзгән.

учришишта йәнә, түркийә – америка қошма иштатлири истиратегийәлик механизминиң йолға қойулушиниң толиму хушаллинарлиқ әһвал икәнлики, бу механизмниң икки тәрәп мунасивәтлириниң тәрәққийатиға иҗабий тәсир көрситидиғанлиқи қәйт қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر