җумһур рәис әрдоған туниста

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған күтүлмигәндә зийарәттә болған туниста пирезидент қәйс сәид билән көрүшти.

1329429
җумһур рәис әрдоған туниста

түркийә авази радийоси хәвири: зийаритидә, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, дөләт мудапиә министири һулуси ақар, дөләт бихәтәрлик оргининиң башлиқи һақан фидан, җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири башқармисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин қатарлиқларму җумһур рәис әрдоғанға һәмраһ болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر