фаһрәттин алтун: «сәуди әрәбистан соти дунйаниң әқлини мәсхирә қилмақта»

җумһур рәислик учур – алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, сәуди әрәбистан сот мәһкимисиниң журналист җәмал қашиқчи җинайитигә алақидар қарариға «дунйаниң әқлини мәсхирә қилғанлиқ» дәп баһа бәрди.

1328720
фаһрәттин алтун: «сәуди әрәбистан соти дунйаниң әқлини мәсхирә қилмақта»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, твиттер һесабида һәмбәһирләшкән учурида, сәуди әрәбистан сот мәһкимисиниң қашиқчи җинайити үстидә айларғичә давамлашқан мәхпий сотлардин кейин, түнүгүн (2019-йили 23-декабир) шәрмәндиләрчә бир қарар мақуллиғанлиқини билдүрди.

фаһрәттин алтун: «җинайәт гурупписини мәхсус айропилан билән истанбулға йоллиған вә қашиқчини өлтүрүш пәрманиға имза қойған, өлтүрүлгүчиниң җәситини йоқитип ташлиған шундақла җинайәтни геләмниң астға сүпүрүп қоймақчи болған кишиләргә қанун чеқилалмайдиған һоқуқ берилди. <бу җинайәтни бир учум истихбарат хадимлири садир қилған> дейиш, аддий қилип ейтқанда, дунйаниң әқлини мәсхирә қилғанлиқтур, түркийә бу вәқәни толуқ айдиңлаштуруш үчүн тиришчанлиқлирини давамлаштуриду» деди.

сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқчи 2018йили той рисмийәтлири үчүн сәуди әрәбистанниң истанбулдики котсулханисиға киргинидә, вәһшийләрчә өлтүрүлгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر