әрдоған русийәгә бир һәйәтниң баридиғанлиқини ейтти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (22-декабир) сүрийә идлиб райониниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилиш үчүн русийәгә бир һәйәтниң баридиғанлиқини билдүрди.

1327798
әрдоған русийәгә бир һәйәтниң баридиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулдики долмабаһчә сарийида өткүзүлгән «илим йайма мукапатлирини тарқитиш мурасими» ға қатнашти вә муһим сөз қилди.

у түркийәниң һазирқи вақитта миллий киримгә селиштурғанда, болупму әң аз тәрәққий қилған дөләтләргә әң көп йардәм қилишта, биринчи орунда туридиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

у түркийәниң йәнә сүрийәдин келидиған йеңи көч долқунини әмди көтүрәлмәйдиғанлиқини әскәртип: «йеқинқи күнләрдә 4 милйон киши йашайдиған идлибтики қирғинчилиқлар сәвәбидин бу районда қайтидин һәрикәтлиниш пәйда болди. бомбардимандин қачқан 80 миңдин артуқ идлиблиқ қериндишимиз, дөлитимизниң чегра бойлириға қарап көчүшкә башлиди. әгәр идлиб хәлқигә қаритилған вәһшийлик ахирлашмиса, бу рәқәм техиму көпийиду. түркийә бундақ әһвалда, көч йүкини йалғуз көтүрәлмәйду. биз дуч келидиған бесимларниң сәлбий тәсирлири, гиретсийә қатарлиқ нурғун йавропа дөләтлиригә тәсир қилидиған мәсилигә айлиниду. биз русийә биләнму һуҗумларниң ахирлишиши үчүн тегишлик тиришчанлиқларни көрситиватимиз, бу тиришчанлиқлиримизни давамлаштуримиз. бир һәйәтни москваға әвәтимиз. һәйәт у йәрдә музакирә өткүзиду вә бизму нәтиҗигә асасән басидиған қәдәмлиримизни бекитимиз» деди.

рәҗәп таййип әрдоған йавропа дөләтлирини, түркийәни сүрийәдики һәрикәтлири сәвәбидин бир булуңға қисташниң орниға, күчини идлибтики қәтлиамларни тосушқа сәрп қилишқа дәвәт қилидиғанлиқлирини؛ башқичә әһвалда идлибтики от учқуниниң өз земинлириға чачришини тосуп қалалмайдиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر